«әфәс-2022» һәрбий маневири мувәппәқийәтлик ахирлашти

түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи, «әфәс- 2020» намлиқ һәрбий маневирниң пиланланғини бойичә мувәппәқийәтлик тамамланғанлиқини хәвәр қилди.

1841211
«әфәс-2022» һәрбий маневири мувәппәқийәтлик ахирлашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи түнүгүн тамамланған һәрбий маневир һәққидә иҗтимаий алақә суписидики адреисда һәр хил сүрәтләргә орун берилгән син көрүнүшлүк учур һәмбәһриләп: «37 дост вә иттипақдаш дөләтниң җәмий 10 миңдин артуқ әскириниң иштирак қилиши  билән өткүзүлгән <әфәс – 2020> һәрбий маневири пиланланғини бойичә мувәппәқийәтлик тамамланди. маневирға қатнашқан барлиқ хадимларни тәбрикләймиз» дегәнләрни қәйт қилди.

измирниң сәфәрһисар наһийәсидә өткүзүлгән «әфәс – 2022» маневири 2 күн давамлашқаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر