ирақниң шималида бир әскәр  шеһит болди

ирақниң шималидики «пәнҗә – қулуп» һәрбий һәрикити  районида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси террорчилар алдин орунлаштуруп қойған партлатқучниң партилиши нәтиҗисидә бир әскәр шеһит болди.

2143294
ирақниң шималида бир әскәр  шеһит болди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған  байанатта, мундақ дейилди:

«ирақниң шималидики ‹пәнҗә – қулуп› һәрбий һәрикити районида, 2024-йили 5-айниң 22-күни, қәһриман сәпдишимиз пийадә әскәр вәдат зорба, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси террорчилар алдин орунлаштуруп қойған партлатқучниң партлиши нәтиҗисидә еғир йариланған кейин дәрһал дохтурханиға әвәтилди. толиму әпсуски,  у қутқузуш үнүм бәрмәй шеһит болди. бизни чоңқур азаб деңизиға ташлиған бу вәқәдә һайатидин айрилған әзиз шеһидимизға аллаһ тааладин рәһмәт, мусибәтлик аилисигә, түркийә армийәсигә вә әзиз хәлқимизгә сәвр - тақәт тиләймиз һәм тәзийә билдүримиз.»  

түркийә җумһурийити муавин  җумһур рәиси җәвдәт йилмаз билән дөләт мудапиә министири йашар гүләрму шеһит әскәр үчүн тәзийә байанати елан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر