фидан түрк дөләтлири парламент әзалири ансамбили йиғинида сөз қилди

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири хақан фидан түрк дунйасиниң исраилийәниң пәләстингә қаратқан һуҗумлириға қарши ортақ позитсийә билдүрүшиниң муһимлиқини тәкитлиди.

2142871
фидан түрк дөләтлири парламент әзалири ансамбили йиғинида сөз қилди

түркийә авази радийоси хәвири: министир фидан пайтәхт әнқәрәдә чақирилған түрк дөләтлири парламент әзалири ансамбили дөләт мудапиә комитети рәислири йиғининиң ечилишида сөз қилди.

пәләстинни қоллашниң әһмийитини тәкитлигән фидан, ғәззәдә көп санлиқи айаллар вә балилар болуп, он миңларчә кишиниң өлүмини кәлтүрүп чиқарған исраилийәниң вәһшийликини үзүл-кесил тохтитиш үчүн, икки дөләтлик һәл қилиш чарәсини йолға қойушниң зөрүрийитини оттуриға қойди вә сөзини давамлаштуруп: «һазирқи шараитта, түрк дунйасиниң ортақ позитсийә билдүрүп, хәлқара җәмийәт билән ортақ позитсийә намайан қилиши, түрк дунйасиниң бир әхлақий күч сүпитидә гәвдилинишигә капаләтлик қилиду. бу ихтилапниң кеңийиши вә җәмийәт характерлик кәскинлишип кетиш хәтириниң алдиға елишқа төһпә қошиду» дегәнләрни қәйт қилди.

у йәнә: «мән түрк дунйасидики барлиқ қериндашлиримизни ғәззәдики вәһшийликкә қарши авазини техиму йуқири көтүрүшкә, бу зулумға хатимә бериш үчүн техиму конкрет тәдбирләрни қоллинишқа чақиримән» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر