түркийә байдинниң 1915 - йил вәқәлири тоғрисидики сөзлиригә қаттиқ наразилиқ билдүрди

түркийә, 1915- йил вәқәлиригә мунасивәтлик тарихий пакит вә хәлқара қанунларға мас кәлмәйдиған байанларниң әһмийитиниң йоқлуқини тәкитлиди.

1817428
түркийә байдинниң 1915 - йил вәқәлири тоғрисидики сөзлиригә қаттиқ наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқиниң «1915- йил вәқәлири һәққидики тарихий пакит вә хәлқара қанунларға мас кәлмәйдиған байанларниң әһмийити йоқ» дегән ибариләргә орун берилгән байанатида: «бу, америка пирезиденти байдинниң 2021 – йили садир қилған хаталиқиниң қайтилиниши маһийитидики әпсуслинарлиқ байанатиниму өз ичигә алиду. биз сийасий муддиаларға асасән тарихий пакитларни бурмилайдиған бу хил байанат вә қарарларни рәт қилимиз, бу хаталиқта чиң турғучиларни әйибләймиз» дейилди.

байанатта йәнә: «тарихтин дүшмән пәйда қилиштин башқа ишқа йаримайдиған бир тәрәплимә, шундақла таллаш усулиға тайанған позитсийәләр әхлақий җәһәттин сақлиниватқан мәсилә болса, сийасий нуқтидин йаман ғәрәзлик ишлардур. инсаний вә виҗданий позитсийә миллий йаки диний тәвәликиниң қандақ болушидин қәтийнәзәр, шу дәврдә йүз бәргән барлиқ азаб – уқубәтләрни хатириләшни тәләп қилиду. түркийә әрмәнләрни өз ичигә алған пүткүл османли хәлқиниң азаб – уқубәтлирини һөрмәт билән хатирилимәктә. биз бу азаб – уқубәтләрни сийасий матаға айландуруш урунушлирини рәт қилимиз. түркийә, 1915 – йил вәқәлиригә охшаш тарихниң дәталашлиқ дәврлирини бир тәрәплимә қарашлардин халий һалда илмий вә қануний пиринсиплар даирисидә тәкшүрүп, һәқиқәтни тепип чиқиш тәрәпдаридур. бу чүшәнчә билән түркийә, бирләшмә тарих комитети қурушни оттуриға қойди вә архиплирини ачти. түркийә өз райони вә дунйада тинчлиқ вә муқимлиқниң һөкүмран болушиға капаләтлик қилиш үчүн тиришчанлиқ көрсәтмәктә. әрменийә билән болған мунасивәтләрни нормаллаштуруш тәшәббусиму мәзкур чүшәнчиниң йәнә бир ипадисидур» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر