«хәлипә равиқи» ға түркийә байриқи әкс әттүрүлди

әрәб бирләшмә хәлипиликиниң әң егиз бинаси «хәлипә равиқи» ға җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң зийарити һарписида түркийә байриқи билән түркчә «қизғин қарши алимиз» дегән хәтләр  әкс әттүрүлди.

1778367
«хәлипә равиқи» ға түркийә байриқи әкс әттүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири:түркийәниң әбу зәби баш әлчиси тугай тунчәр, әрәб бирләшмә хәлипиликиниң дунйаға даңлиқ әң егиз бина лайиһәси «бурҗ хәлифә <хәлипә равиқи>» ниң түркийә байриқи билән йорутулған көрүнүши (видеоси) ни аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә һәмбәһирлиди.

баш әлчи тунчәр, «истиқлал марши» ға тәңкәш қилинип тартилған видео һәққидә мундақ деди: «бүгүн әрәб бирләшмә хәлипилики билән түркийә мунасивәтлиридә тарихий әһмийити наһайити зор муһим бир күндур. дәрвәқә, бу видео, әрәб бирләшмә хәлипиликиниң җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанни қизғин қарши алидиғанлиқиниң намайәндисидур.»

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, әбу зәби тәхт вариси шаһзадә шәйх муһәммәд бин зайид әннәһйанниң тәклипигә биинаән, бүгүн вә әтә әрәб бирләшмә хәлипиликидә дөләт ишлири зийаритидә болиду.

җумһур рәис әрдоғанниң зийарити даирисидә ишқа ашурулидиған учришишларда, түркийә – әрәб бирләшмә хәлипилики мунасивәтлиригә кәң даирилик қарап чиқилиду, һәмдә икки дөләт оттурисидики һәмкарлиқни тәрәққий қилдуруш имканийәтлири һәққидә музакирә елип берилиду.

буниңдин башқа йәнә, җумһур рәис әрдоған, дунйа йәрмәнкиси «EXPO 2020 дубәй» гә берип, «түркийә дөләт байрими күни» қилип бекитилгән 15-февралда түркийәниң көргәзмә саһәсини зийарәт қилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر