түркийә полшаға «TB2» йәткүзүп бәрди
түркийәдин полшаға «байрақтар TB2» намлиқ қораллиқ учқучисиз һава аппаратлири йәткүзүп бериш хизмити тамамланди.
түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә санаити оргининиң рәиси халуқ гөргүн, «байрақтар TB2» намлиқ қораллиқ учқучисиз һава аппаратлириниң полшаға тапшуруп берилгәнликини ейтти.
түркийә тунҗи қетим шималий атлантик әһди тәшкилати вә йавропа иттипақиниң әзаси болған қораллиқ учқучисиз һава аппаратлири експортини мувәппәқийәтлик тамамлиди.
байқар гуруһи баш дериктори халуқ байрақтар бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди:
«түркийәниң мудапиә санаитиниң иқтидарини дунйа сәһнисидә намайан қилғанлиқимиздин пәхирлинимиз.»
түркийә айрим - айрим 4 лайиһә даирисидә 6 айропилан вә 3 қуруқлуқ контрол понкитини полшаға сетип бериш үчүн, 2021-йили майда полша билән келишим имзалиғаниди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
измирда тәртипсиз көчмәнләр қутқузувелинди
измир деңиз саһиллирида 21 балини өз ичигә алған 70 тәртипсиз көчмән қутқузувелинди.