түркийәдики йаш нопус сани елан қилинди

түркийә нопусиниң %15.1 ни йаш нопус тәшкил қилиду.

2140935
түркийәдики йаш нопус сани елан қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә истатистика оргини  2023-йилидики йаш нопус истатистикисини елан қилди؛ истатистикиға асасланғанда, 2023-йилиниң ахириға кәлгәндә, түркийәниң омумий нопуси 85 милйон 372 миң 377 кә йәткән болуп, буларниң ичидики 15-24 йаш арилиқидикиләрниң сани 12 милйон 872 миң 39 икән.

башқичә ейтқанда, түркийәдики йаш нопус омумий нопусниң %15.1 ни тәшкил қилған.

йаш нопусниң %51.3и оғуллар, %48.7 и қизлар икән.

түркийәдики йаш нопус нисбити %15.1 болуп, йавропа иттипақиға әза 27 дөләтниң йаш нопус нисбитидин йуқири икән.

йавропа иттипақиға әза 27 дөләтниң 2023-йилидики оттуричә йаш нопус нисбити %10.6 икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر