салаһаддин гүлән чәт әлдә қолға чүшүрүлүп түркийәгә кәлтүрүлди

фәтө (фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати / параллел дөләт тәшкилати) каттибеши фәтһуллаһ гүләнниң туғқини сәлаһаддин гүлән миллий истихбарат тәшкилати тәрипидин қолға чүшүрүлүп түркийәгә кәлтүрүлди.

1648778
салаһаддин гүлән чәт әлдә қолға чүшүрүлүп түркийәгә кәлтүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: хәвпсизлик мәнбәлиридин игиләнгән учурларға асасланғанда, фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң аталмиш дөләт мәсуллири ичидики нурғун киши билән туғқандарчилиқи болған салаһаддин гүләнниң, тәшкилат каттибешиниң йолйоруқиға асасән, тәшкилатниң адәмлири тәрипидин чәт әлгә қачуруветилгәнлики ениқланди.

«қораллиқ террорлуқ тәшкилатиға әза болуш» билән әйиблинип үстидин тутуш буйруқи чиқирилған салаһаддин гүләнниң тәшкилатниң аталмиш мәслиһәт кеңиши әзалири вә йуқири дәриҗилик адәмлири билән алақиси барлиқи дәлилләнди.

салаһаддин гүлән миллий истихбарат тәшкилатиниң чәт әлдики зәрбә бериш һәрикитидә қолға чүшүрүлүп түркийәгә кәлтүрүлди.


خەتكۈچ: #террор , #гүлән

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر