түркийә, италийә, йавропа иттипақи вә германийәгә ултиматом тапшурди

түркийә, ирини һәрбий һәрикити даирисидә түркийә парахотиға қилинған қанунсиз қилмишқа күчлүк наразилиқ билдүрди.

1533037
түркийә, италийә, йавропа иттипақи вә германийәгә ултиматом тапшурди

түркийә авази радийоси хәвири: пайтәхт әнқәрәдики йавропа иттипақи вә италийә баш әлчилири билән германийә вакаләтчиси ташқи ишлар министирлиқиға чақирилип, ирини һәрбий һәрикити даирисидә түрк парахотиға қилинған йолсизлиққа наразилиқ билдүрүлди.

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип, «роселин-а намлиқ сода парахотимизға ирини һәрбий һәрикити даирисидә дөлитимизниң очуқ иҗазити болмай турупла чиқип тәкшүрүлүш вәқәсигә наразилиқ билдүрүлди вә мунасивәтлик дөләтләргә ултиматом тапшурулди. ултиматомимизда вәқәниң хәлқара қанунға хилап икәнлики вә төләм тәләп қилиш һәқлиримизни сақлап қалидиғанлиқимиз қәйт қилинди» дегән ибариләргә орун берилди.

гиретсийәлик бир һәрбий хадимниң қоманданлиқи астидики ирини һәрбий һәрикитиниң бир герман парахоти, түркийәдин ливийәгә ашлиқ, сир қатарлиқ нәрсиләрни елип маңған сода парахотини шәрқий ақдеңизда тохтитип хәлқара қанунларға хилап һалда ахтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر