мудапиә министирлиқи, сочи келишимидин буйан бир тәрәп қилинған террорчилар санини елан қилди

түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи, ирақниң шималиға җайлашқан зап вә авашин – басйан районлирида п к к террорлуқ тәшкилатиниң 6 нәпәр террорчисиниң бир тәрәп қилинғанлиқини уқтурди.

1442237
мудапиә министирлиқи, сочи келишимидин буйан бир тәрәп қилинған террорчилар санини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министирлиқи тивиттердики адреси арқилиқ байанат берип, п к к террорлуқ тәшкилатиға зәрбә бериш һәрикәтлириниң қәтийлик билән давамлаштурулуватқанлиқини билдүрди.

байанатта, ирақниң шималиға җайлашқан зап вә авашин – басйан районлирида чарлаш вә көзитиш васитилири арқилиқ орунлири ениқланған 6 нәпәр п к к террорчисиниң һава һәрикити арқилиқ бир тәрәп қилинғанлиқи қәйт қилинди.

министирлиқниң йәнә бир байанатида, 2019 – йили 22 – өктәбирдә имзаланған сочи келишимидин тартип бүгүнгичә болған җәрйанда сүрийәдики тинчлиқ болиқи һәрбий һәрикити райониға соқунуп киришкә урунған п к к / й п г әзаси 998 террорчиниң бир тәрәп қилинғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, командирлар тәрипидин 10 – ийунда орни ениқланған тонелларни қошқанда җәмий 161 километир узунлуқтики 1433 тонелниң пайдиланғили болмайдиған һаләткә кәлтүрүлгәнлики әскәртилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر