җәмийәттики һәр саһә вәкилләр п к к ни әйиблиди

универстет оқутқучилиридин дөләт мәмурлириғичә болған җәмийәттики һәр саһә вәкилләр п к к террорлуқ тәшкилатиниң вандики һуҗумини әйиблиди.

1418053
җәмийәттики һәр саһә вәкилләр п к к ни әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: п к к терорлуқ тәшкилатиниң хаинларчә һуҗуми. ванниң өзалп наһийәсидә 2020-йили 5- айниң 14- күни вафа иҗтимаий йардәмлишиш гурупписини зәрбә обйекти қилған һуҗумдин кейин, түркийәдики академийә дунйаси вә аммиви тәшкилатларниң вәкиллири , п к к террорлуқ тәшкилатиниң бу зораванлиқ қилмиши арқилиқ пәйда қилмақчи болған өзара өчмәнлик қилиш муһитини рәт қилидиғанлиқини билдүрүп, пүткүл дунйа вә түркийәни п к к ниң зораванлиқ қилимишини әйибләшкә чақирип, төвәндики чақириқнамәни елан қилди:

п к к зораванлиқи вә террорлуқиға қарши сәпәрвәрлик елан қилиш, һәмкарлиқ орнитиш вә әйибләш чақириқи

түркийә дунйадики барлиқ дөләтләргә охшаш , узундин буйан йәр шариви корона вирусиға қарши һошйарлиқни сақлап кәлмәктә, сақлиқни сақлаш хадимлири башта болуп барлиқ орган вә тәшкилатлири билән бирликтә хизмәтлирини утуқлуқ елип бармақта, дөләт миқйасида һечбир пуқрасини ач – йалиңач, моһтаҗ, игә – чақисиз ташлап қоймаслиққа тиришмақта. бу күрәшниң, шүбһисизки, түркийәгә хас , әң утуқлуқ вә иҗтимаий җәһәттин тәтқиқ қилинишқа әрзийдиған тәшкилатлириниң бири дөләт миқйасида тәшкилләнгән түркийә җиддий әһвалларға тақабил туруш идариси – афад, шәһәрлик һөкүмәтләрниң хизмәтчилири, қизилай хадимлири, хәвпсизлик хадимлири вә шуниңға охшаш идарә – органларниң ишчи – хизмәтчилиридин тәшкилләнгән вафа иҗтимаий йардәмлишиш әтритидур!

бүгүн 2020 – йили 14 – май  күни террорлуқ тәшкилати п к к  бизгә – әң гүзәл вәфа җәмийитимизгә һуҗум қилди.

бир вәфа (вапа) әтрити, һәр даимқиға охшашла йәр шари характерлик  «вухән вируси» ға қарши күрәш тәдбирлири даирисидә карантин астиға елинған ван вилайитиниң өзалп наһийәси әгрибәлән мәһәллисигә инсанпәрвәрлик йардәм буйумлирини елип берип,  муһтаҗларға тарқитип бәрди, пуқралар билән көрүшти, һәм тонушти.  улар вәзипилирини тамамлап, тинч – аман наһийә мәркизигә қайтиватқанда, арқа тәрәптин йеқинлашқан бир аптомобилдики п к к террорчилириниң һуҗумиға учриди. һуҗумда бир пуқра, бир  наһийәлик һөкүмәт хадими җенидин айрилди, бир наһийәик һөкүмәт хадими йариланди. қайғу – һәсрәтлиримиз һәқиқәтәнму чоң.

терроризм, зораванлиқ вә п к к үчүн вапа, йардәм, инсанниң һайат – мамати дегән уқум мәвҗут әмәс. һечболмиғанда шу улуғ рамизан күнидә болсиму ундақ қилмайли дәйдиған аң йоқ...

нөвәттә биз, ақивәтлириниң қандақ болидиғанлиғанлиқини техичә һечким билмәйдиған йәр шари характерлик наһайити хәтәрлик бир вирусқа қарши омумйүзлүк сәпәрвәрлик һәрикәт һалитидә туруватимиз. сәпәрвәрлик бизгә әң көп «азадлиқ уруши» ни хатирилиду. йәни мәвҗут болушимизниң асаслиқ сәвәби болған «азадлиқ ирадиси» ни әслитиду.

биз төвәндә имзаси бар кишиләр, бу хатирә вә ирадигә асасән,

һәрқайси саһәләрни,  кәң хәлқ аммисини, уйушмиларни, кәспий орунларни, сийасий партийәләрни, кишилик һоқуқ тәшкилатлирини вә башқа аммиви тәшкилатларни, һәмдә барлиқ  түркийә җумһурийити пуқралирини мушу сәпәрвәрлик роһини чиқиш нуқта қилип,

-       п к к ни әйибләшкә, п к к ниң зораванлиқини/терроризмини шәртсиз рәт қилишқа вә мәһкум қилишқа,

-       һәммимизниң йурти болған бу гүзәл вәтәнни терроризм вә зораванлиқтин халий  һайатлиқ бәрпа қилиш үчүн ортақ арзу вә ирадә тикләшкә,

-       қәйәрдин кәлсә кәлсун, һәр түрлүк терроризмни чәткә қақидиған, қайил қилиш вә разилиққа тайинидиған демократик сийасәтни ваз кечилмәс ортақ мәнпәт қилидиған ирадә тикләшкә вә тәшәббускарлиқни шәкилләндүрүшкә тәклип қилимиз. 

түркийә узундин буйан бу босуғидики пәләмпәйдә тәврәнмәктә, шуңа әмди бу босуғидин һалқип өтүш керәк. дәрвәқә, биз бу босуғидин һәмкарлиқ асасида һәрикәт қилип, һалқип өтәләймиз.

бу чақириқни һөрмәт билән пүткүл хәлққә елан қилимиз.

биз төвәндә имзаси болғанлар, бу хатиригә вә ирадигә бинаән؛

җәмийәниң барлиқ қатламлирини, уйушмилар вә кәспий тәшкилатларни, сийасий партийәләрни, кишилик һоқуқ тәшкилатлирини вә башқа барлиқ иҗтимаий тәшкилатларни, түркийә җумһурийитиниң барлиқ пуқралирини охшаш сәпәрвәрлик роһи ичидә,

-п к к ни әйибләшкә, п к к ниң зораванлиқини| террорлуқини шәртсиз рәт қилип, йоқилишқа мәһкум қилишқа,

-һәммимизниң йурти болған бу гүзәл вәтәндә террорлуқ вә зораванлиқ болмиған һайат үчүн, ортақ арзу вә ирадә тикләшкә,

-қәйәрдин кәлгән болушидин қәтийнәзәр, һәр түрлүк зораванлиқни әйибләйдиған, қайил қилиш вә разилиқни асас қилған демократик сийасәтни ваз кәчкили болмайдиған ортақ сизиққа игә қилған ирадини тәрәққий қилдурушқа дәвәт қилимиз.

түркийә узун вақиттин бери бу босуғида майатникқа охшаш тәвринип турмақта. әмди бу босуғидин атлиши вә өтүши керәк.

хәлққә һөрмәт билән елан уқтурулди.

әртуғрул башәр                               йазғучи

доктор мурат йилмаз                           сийашийшунас

ақин өзчәр                                  йазғучи, дәм елишқа чиққан дипломат

илһам мисирлиоғлу                         журналист, йазғучи

пироф.доктор танәл дәмирәл                 чанқайа университети оқутқучиси

азиз кайа                                               чиш дохтури

нәҗми дәмирҗи                              машина инженери

садиқ йумушақ                              тәрҗиман, йазғучи

ниһат үстүн                                

алаһиддин таш                              пуқралар өзгириш җәмийити башлиқи

бүләнт нури арал                                      адвокат

пирофессор.доктор муһсин кар                       ниғдә өмәр халис дәмир университети модири

пирофессор.доктор бирол ақгүн             оқутқучи

пирофессор доктор әрол гөка                         сағламлиқ пәнлири университети

таркан зәнгин                                йазғучи

пирофессор.доктор йашар һаҗисалиһоғлу    истанбул йеңи йүзйил университети модири

пирофессор.доктор қуртулуш қарамустафа              қайсәри университети модери

пирофессор.доктор һүснү капу                         кафкас университети модири

пирофессор.доктор маһир накип                       чанқа университети

пирофессор.доктор мәһмәт шаһин          сийасийшунас

профессор доктор муса йилдиз, әхмәт йәсәви университети

ләвәнт услу, Bem-Bir-Sen уйушмисиниң мәсули

дотсент доктор оғузхан айдин, йилдирим бәйазит университети оқутқучиси

пирофессор доктор әргүн йилдим, мармара унверситити

пирофессор доктор фират пурташ, һаҗибрам вәли университети оқутқучиси

пирофессор доктор бүләнт байат, әнқәрә һаҗибайрам вәли университети оқутқучиси

пирофессор доктор һүсәйин ағир, қаһраманмараш сүтчү имам университети

фадимә өзкан, журналист-йазғучи

һәсән өзтүрк , Ülke TV GYY - «‹йеңи шәпәқ› гезити» йазғучиси

мәһмәт аҗәт, журналист-йазғучи

дотсент доктор әнәс кала, йилдирм бәйазит университети оқутқучиси

селим җәрраһ , йазғучи

пирофессор доктор осман һората,

адвокат. нури караман , HUDER  җәмийитиниң гирсун шөбисиниң мәсули

доктор йақуп өмәроғлу,  йавроасийа йазғучилар бирләшмисиниң рәиси

адвукат айтәкин шәнликоғлу, гирәсун шәһәрлик һөкүмәтниң башлиқи

әмин пазарчи, «‹ахшам› гезити» ниң әнқәрә вакаләтчиси

нурийә чакмак чәлик , журналист / gzt.com

һаҗи кантарчи, адвокат

с. бурһанәттин капусузоғлу, йазғучи

мустапа дағҗи,

доктор нәргис дама , йилдирим бәйазит университети оқутқучиси

муһәммәд җәвдәт орһан, әзизийә шәһәрлик  һөкүмәтниң башлиқи

һалә қаплан өз, журналист

җан аҗун, Seta тәтқиат мәркизиниң тәтқиқатчиси

доктор нури салиқ, йилдирим бәйазит университети оқутқучиси

айшә килимиҗи, йазғучи

доктор җәм коркут                     йилдирим бәйазит универстети оқутқучиси

пирофессор доктор салиһ йилмаз       әнқәрә русийә тәтқиқатлири иниститути

доктор фәрит өндәр                    каһраманмараш сүтчү имам универстети

күршат биринҗи                       сийасийшунас

доктор оғузхан билгин               әнқәрә һаҗибайрам вәли универстети оқутқучиси

әйуп айтекин                        йусуфәли райони башлиқи

доктор өмәр фаруқ кавак              ички кесәлликләр мутәхәссиси

пирофессор доктор сәлим җошкун    османийә коркут ата универстети иқтисдий вә иҗтимаий билимләр факултети мудири

әрсин чәлик                                  журналист

фатиһ акбаба                                     оқутқучи

гүлдали җошқун                                йазғучи

доктор һайати үнлү                              сийасийшунас

доктор гамзә дәмирташ                          дохтур

доктор мәһмәт сари                            түркийә адаләт тәтқиқатлири мәркизи башлиқи

гүнгөр сәзгүн                                   пенсийонир

мәһмәт туғрул                                 йилдирим бәйазит универстети

вәйсәл йилдирим                                оқутқучи

мустафа әкйәл                                 инженер

уфук җошқун                                  милат гизити йазғучиси

машаллаһ нар                                     йилдирим бәйазит универстети

мәһмәт чәлик                                 сабиқ уйушма пенсийонири

доктор мәрвә сәрән                             йилдирим бәйазит универстети оқутқучиси

мурат кафадар                                    мегопол тәтқиқат вә мәслиһәтчилик орни мудири

садуллаһ өзҗан                               журналист-йазғучи

мустафа чөл                                  сандикли райони башлиқи

адил үлгән                                 пенсийонир

         мәһмәт сәртаҗ дәмирташ                    карханичи

әли к.мәтин                                        йазғучи

ниһат үстүн                                         пенсийонирлар банкаси мудири

һикмәт кәләш                                       йәккә тиҗарәтчи

а.мустафа гүвәнли                                    әрзурум иҗтимаий тәшкилатлар мунбири башлиқи

әсән чобан                                          иқтисадшунас-иҗтимаий өзгириш җәмийити кеңишиниң әзаси

доктор абдурраһман акташ                           дохтур

исмәт кәтән                                        т р т филим ишгүчи, пенсийонири

исмаил һакка текин                              адвокат

йавуз җошқун                                         академик

пирофессор доктор назим һ.полат                     оқутқучи

дотсент доктор әрхан ичәнәр                      истанбул сабаһаттин заим универстети



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر