әрдоған: йавропада түркийә дуч келиватқан хәвпсизлик мәсилилири тоғрисида сөзләштуқ

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған белгийәниң пайтәхти бирйусселдики түнүгүнки учришишлирида түркийә дуч келиватқан хәвпсизлик тәһдитлири тоғрисида сөзләшкәнликлирини билдүрди

1375685
әрдоған: йавропада түркийә дуч келиватқан хәвпсизлик мәсилилири тоғрисида сөзләштуқ

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, түнүгүн белгийәниң пайтәхти бирйусселда шималий атлантик әһди тәшкилати – нато баш катипи йенс столтенберг, йавропа иттипақи кеңиши башлиқи чарлес мичел вә йавропа иттипақи комитети башлиқи урсула вон дер лейен билән көрүшүп, түркийә дуч келиватқан хәвпсизлик тәһдитлири тоғрисида сөзләшкәнликлирини билдүрди.

җумһур рәис әрдоған бирйусселдики зийарәтлирини ахирлаштуруп түркийәгә қайтиш йолида мухбирларниң соаллириға җаваб бәрди.

түркийәниң чегра еғизини ечиветиши билән гиретсийә арқилиқ йавропаға бериш үчүн нурғун мусапирларниң йолға чиққанлиқини билдүргән әрдоған, мусапирлар мәсилисидә йол хәритисини бекитиш үчүн түркийә билән йавропа иттипақиниң һәмкарлишип хизмәт қилидиғанлиқини ейтти.

йол хәритисини сизип чиқидиған һәйәткә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу билән йавропа иттипақи алий вәкили җосеф борелниң башчилиқ қилидиғанлиқини әскәрткән әрдоған, 26 – марттики йавропа иттипақи йиғиниғичә илгириләш һасил қилинишини арзу қилидиғанлиқини билдүрди.

у йәнә, сәйшәнбә күни истанбулда германийә баш министири ангела меркел вә фирансийә пирезиденти емануел макрон билән үч тәрәп башлиқлар йиғини өткүзидиғанлиқлирини, йиғинға әнглийә баш вәзири борис җонсонниңму ишитрак қилишиниң күнтәртиптә икәнликини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر