түркийәниң қорал-йарағ импорти азайған

түркийә 2015-2019-йиллирида қорал-йарағ импортини алдинқи бәш йиллиқ мәзгилгә селиштурғанда %48 азайтти.

1374887
түркийәниң қорал-йарағ импорти азайған

түркийә авази радийоси хәвири: шиветсийә стокһолм хәлқара тинчлиқ тәтқиқатлири иниститутиниң доклатиға асасланғанда, түркийәниң импортиниң төвәнлишигә, түркийә қорал санаитидики тәрәққийатлар чоң рол ойниған.

русийәниң қорал експорти йеқинқи 10 йилда %18 азайған болса, германийәниң йеқинқи бәш йилда алдинқи бәш йилға селиштурғанда %17 ашқан.

оттура шәрқ дөләтлириниң қорал импорти йеқинқи 10 йилда %61 ашқан болуп, бу йеқинқи бәш йилдики дунйа қорал-йарағ импортиниң %35 ни игилигән.

сәуди әрәбистан йеқинқи бәш йилда әң чоң қорал-йарағ импортчиси болған болуп, алдинқи бәш йиллиқ мәзгилгә селиштурғанда %130 ашқан.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر