әрдоған түркийәгә қайтти

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған бүгүн (6-декабир) нато дөләт башлиқлири йиғинини ахирлаштуруп түркийәгә қайтти.

1318729
әрдоған түркийәгә қайтти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән униңға һәмраһ болған һәйәт олтурған мәхсус айропилан әнқәрә вақти 40: 00 та әнқәрә әсәнбоға айродурумиға қонди.

муавин җумһур рәис фуат октай, әнқәрә валийси васип шаһин, әнқәрә сақчи идариси башлиқи сәрвәт йилмаз вә башқа мунасивәтлик кишиләр, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанни айродурумда күтүвалди.

рәҗәп таййип әрдоғанниң рәпиқиси әминә әрдоған, хәзинә вә малийә министири бәрат албайрак, дөләт мудапиә министири һулуси акар, йашлиқ вә тәнтәрбийә министири мәһмәт муиһаррәм касапоғлу, адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң байанатчиси өмәр чәлик, парламент әзаси бинали йилдирим, җумһур рәислик сарийи учур-алақә идариси башлиқи фаһрәттин алтун вә җумһур рәислик сарийи байанатчиси ибраһим калин қатарлиқ кишиләрму әрдоған билән биргә қайтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر