әрдоған: түркийәниң сүрийә территорийәсини бесивелиш нийити йоқ

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған сүрийә территорийәсини бесивелиш нийити барларниң бу нийитидин йенишиниң зөрүрлүкини ейтти.

1318273
әрдоған: түркийәниң сүрийә территорийәсини  бесивелиш нийити йоқ

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған түркийәниң миллий бихәтәрликини қоғдаш мәсилисидә  һечкимдин иҗазәт соримастин һәрбий һәрикәт елип бериш иқтидариға игә қудрәтлик бир дөләт икәнликини әскәртиш билән бир вақитта, сүрийәдин террорчиларни тамамән қоғлап чиқарғанға қәдәр түркийәниң бу дөләттики һәрбий мәвҗудийитиниң изчил давамлишидиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «бизниң сүрийә территорийәсини бесивелиш нийитимиз йоқ, әмма шундақ нийити барлар сүрийәдин дәрһал әскәр чекиндүрүши керәк.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر