«натониң бихәтәрлик кодлири йеңилиниши керәк»

муавин җумһур рәис  фуат октай шималий атлантик әһди тәшкилатиниң бихәтәрлик кодлириниң йеңилиниши лазимлиқини ейтти.

1318262
«натониң бихәтәрлик кодлири йеңилиниши керәк»

түркийә авази радийоси хәвири: октай пайтәхт әнқәрәдә «түркийә коператиплар йәрмәнкиси» ниң ечилишида қилған сөзидә, күнтәртипкә алақидар мәсилиләр  һәққидә тохтилип мундақ деди: «дөлитимизгә йүзлиниватқан тәһдитләр нәзәрдә тутулғинида, шималий атлантик әһди тәшкилати бихәтәрлик кодлирини йеңилимиса зади болмайду.»

түркийә – ливийә оттурисида имзаланған «<алаһидә иқтисадий район> тәсис қилиш келишими» тоғрилиқму тохталған октай мундақ дәп көрсәтти: «бүгүн ғази мәҗлсимиздә авазға қойулидиған бу тарихий келишим арқилиқ шәрқий ақдеңизда қазанғини тинчлиқ, түркийә вә ливийә қериндашлиқи болиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر