әрдоған пирезидентларға китаб һәдийә қилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, әнглийә пайтәхти лондонда чақирилған сүрийә темилиқ төт тәрәп башлиқлар йиғиниға иштирак қилған дөләт әрбаблириға «истратегийәлик иттипақниң күчлүк әзаси түркийә» намлиқ китабни һәдийә қилди.

1317215
әрдоған пирезидентларға китаб һәдийә қилди

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған, җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси тәрипидин түркчә, инглизчә, франсузчә вә германчә тәййарланған китабни фирансийә пирезиденти емануел макрон, германийә баш министири ангела меркел вә әнглийә баш вәзири борис җонсонға бәрди؛ китаб, шималий атлантик әһди тәшкилати – нато әзаси түркийәниң иттипаққа қошқан төһпилири вә үстигә алған вәзипилири һәққидә тәпсилий мәлуматларни өз ичигә алиду.

түркийәниң вә башқа дөләтләрниң натоға болған қариши муһакимә қилинған китабниң бир баби, түркийәниң натодин немиләрни күтидиғанлиқини мәзмун қилиду. бу бабта, терроризм қарши ортақ күрәшкә вә түркийәниң мудапиәсигә натониң һәссә қошушни давамлаштурушиниң күтүлүватқанлиқи тәкитләнди؛ түркийәниң, натоға әза дөләтләрдин бихәтәр район бәрпа қилиш хизмәтлиригә һәссә қошушини күтидиғанлиқи тоғрисидики қарашларму мәзкур бабта оттуриға қойулди.

«истратегийәлик иттипақниң күчлүк әзаси түркийә» намлиқ китабтин сирт, җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси тәрипидин буниңдин бурун тәййарланған «түркийәниң терроризмға қарши күриши» вә «сүрийәдә йеңи турмуш» намлиқ китабларму башлиқлар йиғинида вә айрим учришишларда мунасивәтлик рәһбәрләргә тәқдим қилиниду.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған «түркийәниң терроризмға қарши күриши» намлиқ китабни өткән ай ишқа ашурған америка зийаритидә пирезидент доналд трамп вә һәйитигә тәқдим қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر