чавушоғлу оливер вархелйи билән телефонда көрүшти

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, йавропа иттипақиниң кеңийиш ишлириға мәсул комиссари оливер вархелйи билән көрүшти.

1316573
чавушоғлу оливер вархелйи билән телефонда көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: дипломатик мәнбәләрдин игиләнгән учурға асасланғанда, министир чавушоғлу йавропа иттипақи комиссари оливер вархелйи билән телефонда көрүшти.

урсула вон дер лейен башчилиқидики йавропа иттипақи комитети 27 - нойабирда йавропа парламенти омумий кеңишиниң садақәт хетини тапшуруп елип, 1 – декабир йәкшәнбә күни вәзипә өтәшни башлиди.

урсула вон дер лейен башчилиқидики комитет 2024 – йили 31 – өктәбиргичә вәзипә өтәйду.

йеңи комитетта, түркийә билән йеқиндин алақиси болған кеңийиш ишлириға мәсул йавропа иттипақи комиссарлиқи вәзиписини вингерийәлик әза оливер вархелйи үстигә алди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر