террорчиларниң ақчақәләдики бир чегра мудапиә понкитиға қилған һуҗумида 2 әскәр шеһит болди

шанлиурфаниң ақчақәлә наһийәсидики бир чегра мудапиә понкитиға қилинған гиранатамийот һуҗумида 2 әскәр шеһит болди.

1314021
террорчиларниң ақчақәләдики бир чегра мудапиә понкитиға қилған һуҗумида 2 әскәр шеһит болди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи байанат берип, түнүгүн ақчақәләдики бир чегра понкитиниң гиранатамийот һуҗумиға учрап, 2 әскәрниң шеһит болғанлиқини, гиранатамийот етилған җайға дәл вақтида қайтурма зәрбә берилгәнликини, райондики зәрбә бериш һәрикәтлириниң давамлишиватқанлиқини уқтурди.

йәнә бир тәрәптин, миллий истихбарат тәшкилати зәрбә бериш һәрикити елип берип, п к к / к җ к үчүн ирақниң синҗар районида паалийәт елип бериватқан «медйа агит» йалған исимлик бәраат афшинни бир тәрәп қилди.

19 – нойабирда миллий истихбарат тәшкилати тәрипидин бир тәрәп қилинған афшинниң исми, үстидин тутуш буйруқи чиқирилған террорчилар тизимликиниң қизил рәңлик категорийәсидин орун алғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر