түркийә йардәм әтрити албанийәгә йетип барди

түнүгүн албанийәдә йүз бәргән йәр тәврәштә 24 киши һайатидин айриғлан болуп, түркийә йардәм әтрити дирач шәһиригә йетип берип, бина харабилиқлири астидин издәп қутқузуш хизмәтлирини башливәтти.

1313367
түркийә йардәм әтрити албанийәгә йетип барди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә апәт вә җиддий һаләтләргә тақабил туруш башқармисиниң башчилиқидики издәп қутқузуш әтрити албанийәдә харабилиқ астини тиңшаш үскиниси билән хизмәт қилишни башлиди.

түркийә әтритиниң нөвәтләшкән һалда үзлүксиз хизмәт қилиши пиланланғанлиқи билдүрүлди.

албанийәдә йәр тәврәш сәвәбидин бәзи биналарниң еғир зийанға учриғанлиқиға даир көрүнүшләр тарқитилди.

түнгүн албанийә вақити 03:55 өткәндә йүз бәргән дирач шәһири мәркәзлик 6.4 бал йәр тәврәш сәвәбидин түркийә қизил ай җәмийити әтрити боснийә - гиретсиговенадин нәх мәйданға йетип барди вә чедир қуруп йәртәвршниң тәсиригә учриғанларға тиббий мулазимәт қилишни башлиди.

йәр тәврәштә һазирға қәдәр 24 киши өлүп, 600 дин көпрәк киши йаридар болди. 

чоң йәр тәврәштин кейинн әң чоңи 5.5 бал болған 250 қтимдин көпрәк қошумчә йәр тврәшләрниңму йүз бәргәнлики билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر