қалин: җумһур рәисимиз нато башлиқлар йиғинида муһим сөз қилиду

җумһур рәислик мәһкимиси байанатчиси ибраһим қалин, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң алдимиздики һәптә әнглийәниң пайтәхти лондонда чақирилидиған шималий атлантик әһди тәшкилати – нато башлиқлар йиғинида муһим сөз қилидиғанлиқини ейтти.

1313434
қалин: җумһур рәисимиз нато башлиқлар йиғинида муһим сөз қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: ибраһим қалин германийәниң пайтәхти берлинда түрк мухбирларға алдимиздики һәптә чақирилидиған нато башлиқлар йиғини, йавропа иттипақи билән болған мунасивәтләр вә шималий қибрис түрк җумһурийити қатарлиқларни өз ичигә алған бир қатар мәсилиләр тоғрисида байанат бәрди.

у нато башлиқлар йиғининиң муһимлиқини әскәртип, «җумһур рәисимизниң лондонда қилидиған муһим сөзлири бар. болупму натониң 21 – әсирдики орни, нишани, мәсулийити вә алдинқи пиланға қойуши керәк болған ишлири дегәндәк темиларда түркийәниң оттуриға қойидиған қарашлири бар» деди.

ибраһим қалин, бихәтәр район вә көчмәнләр мәсилилириниң йавропада йеқиндин көзитиливатқан мәсилиләр икәнликигә ишарәт қилған һалда, «сүрийә чеграйимизниң террорлуқ тәшкилатлиридин халийлаштурулушидин кейин, болупму тинчлиқ булиқи һәрбий һәрикитидин кейин бәзи ғәрб дөләтлириниң наразилиқ билдүргәнликини көрдуқ. буниң орунлуқ асасларға игә әмәсликини, у йәрдә пуқраларға йаки диний аз санлиқларға әмәс, террорчиларға қарши күрәш қилғанлиқимизни бу йәрдики мунасивәтлик кишиләргә чүшәндурдуқ, чүшәндүрүшни давамлаштуримиз» дегәнләрни қәйт қилди.

түркийә – йавропа иттипақи мунасивәтлири тоғрисидиму тохталған қалин, «толуқ әзалиқтин башқа йолларни қобул қилишимиз мумкин әмәс. имтийазлиқ шерикчилик бурун күнтәртипкә кәлгәниди, бирақ биз буни қобул қилмиғанидуқ. түркийәниң йавропа иттипақи билән болған мунасивәтлири һәм иқтисадий мунасивәтләр һәм иқтисадий мәнпәәтлиримиз һәмдә бихәтәрликимиз җәһәттин муһим» деди.

у, натоға әза дөләтләрниң һәм йавропа иттипақиға әза дөләтләрниң түркийәниң миллий бихәтәрлик әндишилири мәсилисигә техиму сәзгүр қариши керәкликини қәйт қилди.

шималий қибрис түрк җумһурийитиму җумһур рәислик мәһкимиси байанатчиси ибраһим қалинниң күнтәртипидә иди؛ у, түркийәниң қибристики икки хәлқ баравәр һоқуққа игә болған бир қурулминиң қурулуши сийаситигә игә икәнликини әскәртип, рим тәрәпниң йаришиштин йирақ позитсийәсини давамлаштуруватқанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر