дөләт хәвпсизлик оргини: тинчлиқ булиқи һәрикити нишанға йәткүчә давамлаштурулиду

түркийә җумһурийити дөләт хәвпсизлик оргини, түркийә армийәсиниң сүрийәниң шималидики фират дәрйасиниң шәрқий қисмида елип бериватқан тинчлиқ булиқи һәрбий һәрикитиниң нишаниға йәткүчә давамлаштурулидиғанлиқини уқтурди.

1313075
дөләт хәвпсизлик оргини: тинчлиқ булиқи һәрикити нишанға йәткүчә давамлаштурулиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт хәвпсизлик оргининиң түнүгүнки йиғинидин кейин елан қилинған байанатта, миллий бирлик вә баравәрлик билән түркийәниң мәвҗудийитигә хәвп елип келиватқан п к к / п й д / й п г, фәтө вә даеш қатарлиқ барлиқ террорлуқ тәшкилатлириға қарши дөләт ичи – сиртида қәтий ирадә билән давамлаштурулуватқан күрәш тоғрисида дөләт хәвпсизлик оргиниға доклат сунулғанлиқи вә утуқлуқ елип бериливатқан һәрикәтләрниң әтраплиқ шәкилдә муһакимә қилинғанлиқи тәкитләнди.

тинчлиқ булиқи һәрбий һәрикитиниң һәрҗәһәттин муһакимә қилинғанлиқи әскәртилгән байанатта, «районниң тинчлиқ вә муқимлиқ орнитиш мусаписигә һәссә қошуватқан һәрикәтниң, нишанға йәткүчә давамлаштурулидиғанлиқи, пуқраларниң зийанкәшликкә учримаслиқи үчүн барлиқ чарә – тәдбирләрниң йолға қойулуватқанлиқи тәкитләнди» дегән ибариләргә орун берилди.

қибрис вә шәрқий ақдеңиз мәсилилиригиму орун берилгән байанатта, «қибрис вә шәрқий ақдеңиз қатарлиқ оттуриға чиққан район вә хәлқаралиқ мәсилиләр музакирә қилинди؛ чәт әлләрдә ишқа ашурулған учришишлар тоғрисида хәвпсизлик оргиниға мәлумат берилди» дейилди.

буниңдин башқа 1915 – йил вәқәлиригә даир мәсилиләргиму орун берилгән байанатта, «1915 – йил вәқәлири тоғрисида тарихий вә қануний асастин мәһрум вә асассиз дәваларни асас қилип чиқирилған қарарлар қаттиқ әйибләнди, һәқиқәтләрни айдиңлитиш вақтиниң кәлгәнлики хәлқара җәмийәтниң диққитигә сунулди» дегән ибариләргиму орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر