чавушоғлу какаж билән телефонда көрүшти

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, албанийә ташқи ишлар министири гент какаж билән көрүшти.

1313362
чавушоғлу какаж билән телефонда көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: дипломатик мәнбәләрдин игиләнгән учурға асасланғанда, мәвлүт чавушоғлу албанийәлик мәнсәпдеши какаж билән телефонда көрүшкән, бирақ телефон сөһбитиниң мәзмуни тоғрисида мәлумат берилмигән.

албанийәдә түнүгүн 6.3 бал йәр тәврәп 20 адәм җенидин айрилғаниди.

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, албанийәдики йәр тәврәштә җенидин айрилғанлар үчүн тәзийә билдүргәниди.

түркийә һәмкарлиқ вә кординатсийә агентлиқи – тика, йәр тәврәштин кейин албанийәниң дирач шәһиридики йәр тәврәштә талапәткә учриғучиларға тамақ вә йотқан – көрпә йардими қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر