түркийә армийәси ирақниң шималида п к к террорчилириға зәрбә бәрди

ирақниң шималидики хакурк вә гара районлирида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси 10 террорчи бир тәрәп қилинди.

1312693
түркийә армийәси ирақниң шималида п к к террорчилириға зәрбә бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи, түркийә армийәсиниң ирақниң шималидики хакурк районида һавадин зәрбә бериш һәрикити елип берип, вәқә пәйда қилишқа тәййарлиниватқан бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси 7 террорчини бир тәрәп қилғанлиқини уқтурди.

байанатта йәнә, «түркийә армийәси вә миллий истихбарат тәшкилатимизниң өзара маслашқан һалда елип барған хизмәтлири нәтиҗисидә, ирақниң шималидики гара районида вәқә туғдурушқа тәййарлиниватқанлиқи ениқланған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси 3 террорчи һава вә қуруқлуқтин елип берилған зәрбә бериш һәрикити арқилиқ бир тәрәп қилинди» дегән ибариләргә орун берилди вә райондики зәрбә бериш һәрикитиниң давамлишиватқанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر