әрдоған қатарни зийарәт қилиду

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған бүгүн (25-нойабир) түркийә билән қатар оттурисидики йуқири истратегийәлик комитетиниң 5-нөвәтлик йиғини даирисидә, қатарға бариду.

1311710
әрдоған қатарни зийарәт қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған бүгүн түркийә билән қатар оттурисидики йуқири истратегийәлик комитетиниң 5-нөвәтлик йиғини даирисидә, қатарға бариду.

җумһур рәислик сарийи учур-алақә ишлири идарисиниң бу һәқтики байатида билдүрүлишичә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған қатар әмири шәйх тәмим бин хамед алсани билән көрүшидикән.

рәҗәп таййип әрдоған билән алсаниниң рийасәтчиликидә өткүзүлидиған комитет йиғиниға, мунасивәтлик министир вә мәсул кишиләр қатнишидикән.

йиғин даирисидики учришишларда, түркийә-қатар мунасивәтлири һәр түрлүк нуқтилар бойичә көздин кәчүрүлидикән вә икки дөләт һәмкарлиқини барлиқ саһәләр бойичә техиму чоңқурлаштуруш имканийәтлири музакирә қилинидикән. буниңдин башқа, районлуқ вә хәлқаралиқ мәсилиләр бойичә өзара пикир алмаштурулидикән.

рәҗәп таййип әрдоғанниң түркийә-қатар бирләшмә армийә қоманданлиқ иштабини зийарәт қилиши пәрәз қилинмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر