сойлу йапонийә дөләт министири масааки билән көрүшти

түркийә билән йапонийә тәбиий апәтләргә тақабил туруш саһәсидә орнитишқа болидиған һәмкарлиқлар тоғрисида сөзләшти.

1312100
сойлу йапонийә дөләт министири масааки билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ички ишлар министири сүләйман сойлу билән йапонийә дөләт ишлири министири таира масааки пайтәхт әнқәрәдә  ечилған «асийа апәтни азайтиш йиғини» дин кейин йерим саәт әтрапида йепиқ учришиш өткүзди.

игилинишичә, учришишта,  икки дөләт арисида тәбиий апәтләргә тақабил туруш саһәсидә орнитишқа болидиған һәмкарлиқлар тоғрисида пикир алмаштурулған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر