дийарбақирда террорлуқ һуҗуми йүз бәрди

дийарбақирниң қулп наһийәсидә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к террорчилириниң отун топлашқа барған пуқралар олтурған аптомобилни партлатқуч билән партлитиши нәтиҗисидә 7 киши шеһит болди, 10 киши йариланди.

1268651
дийарбақирда террорлуқ һуҗуми йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: йаридарлар қулп наһийәси вә дийарбақирниң һәрқайси районлиридики дохтурханилириға орунлаштурулди.

һуҗумдин кейин дөләт хәвпсизлик күчлири җавабкарларни ахтуруп тутуш үчүн дәрһал һәрикәткә өтти.

террорлуқ һуҗумида шеһит болған пуқраларға аллаһ тааладин рәһмәт, йеқин – йоруқлириға вә түркийә хәлқигә  тәзийә билдүрүлди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған дийарбақир валийси һәсән бәсри гүзәлоғлуға телефон қилип, террорлуқ һуҗуми һәққидә учур игилиди. террорлуқ һуҗумида шеһит болуп кәткән пуқраларға аллаһ тааладин рәһмәт, йариланғанларға шипалиқ тилиди, террорлуқ һуҗумини елип барған җавабкарларни ахтуруп тутуш үчүн барлиқ имканийәтләрдин толуқ пайдилинидиғанлиқлирини вә бу вәқәни адақичә көзитидиғанлиқлирини әскәртиш билән бир вақитта, шеһитларниң йеқин – йоруқлириға телефон қилип, тәзийә билдүрди.

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи мустафа шәнтоп, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида, пуқралар нишан қилинған бу қанлиқ һуҗумниң җавабкарлириниң чоқум тегишлик җазаға тартилидиғанлиқини тәкитлиди.

җумһурийәт хәлқ партийәси рәһбири кәмал қиличдароғлуму аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә байанат елан қилип, дийарбақирда мәйданға кәлгән террорлуқ һуҗумини әйиблиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر