әдлийә министири: гүләнниң қайтурулушиға алақидар материйаллар толуқланди

әдлийә министири абдулһәмит гүл, фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати каттибеши фәтһуллаһ гүләнниң түркийәгә қайтурулушиға алақидар материйалларниң толуқланғанлиқини билдүрди.

818363
әдлийә министири: гүләнниң қайтурулушиға алақидар материйаллар толуқланди

түркийә авази радийоси хәвири: әдлийә министири абдулһәмид гүл, түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) ниң мурасим залида өткүзүлгән йеңи қанун чиқириш йили мунасивити билән берилгән зийапәттә, мухбирларниң фәтһуллаһ гүләнниң қайтурулушиға алақидар бир соалға җаваб берип, хәлқаралиқ келишим вә қайтуруп бериш әһдинамилириниң роһиға уйғун пүткүл қәдәмләрниң ташлинип болғанлиқини әскәртти.

у сөзини давамлаштуруп, «нөвәттә қайтурулуши үчүн тәшкилий йаки материйал җәһәттә һечқандақ кәмчилик қалмиди. мусапә җәһәттин елип ейтқандиму һечқандақ йетәрсизлик қалмиди. көзитиватимиз» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر