өзбекистан пирезиденти мирзийайев әрдоғанға тәбрик телеграммиси йоллиди

өзбекистан пирезиденти шәвкәт мирзийайев, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға тәбрик телеграммиси йоллиди.

716038
өзбекистан пирезиденти мирзийайев әрдоғанға тәбрик телеграммиси йоллиди

түркийә авази радийоси хәвири: өзбекистан пирезиденти шәвкәт мирзийайев, 16 – апрелда өткүзүлгән омумий хәлқ беләт ташлаш паалийитиниң утуқлуқ ахирлашқанлиқи мунасивити билән җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанни тәбриклиди.

өзбекистан пирезиденти шәвкәт мирзийайев җумһур рәис әрдоғанға тәбрик телеграммиси йоллап, 16 – апрелдики омумий хәлқ беләт ташлаш паалийитиниң ғәлибигә еришкәнликини қутлиди.

икки дөләт арисидики өзара һөрмәт вә ишәнч пиринсиплирини тайанч қилған йеқин һәмкарлиқ мунасивәтлириниң барғанчә күчийиватқанлиқидин мәмнун икәнликини ипадилигән мирзийайев, қериндаш өзбек вә түрк хәлқлири арисидики достлуқ мунасивәтлириниң йеқин кәлгүсидә техиму гүллинидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини әскәртти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر