руттә өз дөлитини осал сәвийәгә чүшүрүп қойди

өмәр чәлик, «голландийәдә йавропа иттипақи кишилик һоқуқ әһидинамиси, һөкүмәт тәрипидин ашкара айақ асти қилинди» деди.

690029
руттә өз дөлитини осал сәвийәгә чүшүрүп қойди

 

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи ишлири министири вә баш музакиричи өмәр чәлик йавропадики барлиқ демократчилар вә әркинликни қоллиғучиларниң фашизмлиқ долқуниға қарши тәдбир елиши керәкликини билдүрди.

өмәр чәлик голландийәдики дипломатик шәрмәндичиликкә алақидар тивиттер һесабидин елан байанатида, голландийә баш министири марк руттәниң демократийә вә кишлик һоқуққа тәвә барлиқ қиммәт қарашларни айақ асти қилип, дучар болған нөвәттики начар вәзийитигә пәрдә йепиш үчүн тәтүр тәшвиқатқа сиғинғанлиқини ейтти.

руттәниң сийасәт вә депломатийә тарихиға начар бәлгилимилири билән йизилидиғанлиқини тилға алған өмәр чәлик, «йавропа иттипақи қурулғандин буйан түнҗи қетим бир әза дөләт баш министири демократик қиммәт қарашлирини тоңлитип қойған болди. йавропа иттипақи кишилик һоқуқ әһидинамиси, голландийәдә һөкүмәт тәрипидин ашкара айақ асти қилинди» деди.

өмәр чәлик, бу әһвалларниң учуқ ашкара хәлқаралиқ һәқ – һуқуқ киризиси болғанлиқини тәкитләп, руттәниң өз дөлитини осал сәвийәгә чүшүрүп қойғанлиқини билдүрди.

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر