түркийә америка йеңи һөкүмитигә сәзгүр мәсилилирини чүшәндүрүшкә тиришмақта

түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң мәслиһәтчиси үмит йалчин америка пайтәхти вашингтонда бир қатар муһим учришшишларда болди.

673472
түркийә америка йеңи һөкүмитигә сәзгүр мәсилилирини чүшәндүрүшкә тиришмақта

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар мәслиһәтчиси үмит йалчин мушу һәптиниң бешида вашингтонда америка ташқи ишлар министирлиқи, дөләт мудапиә министирлиқи вә дөләт хәвпсизлик кеңишидики мәсул әмәлдарлар билән көрүшти. униң учришишлирида, террорлуқ тәшкилати п к к ниң сүрийәдики гумаштиси п й д билән болған мунасивәтлири вә фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң каттибеши фәтһуллаһ гүләнни қайтурушни өз ичигә алған түркийә-америка мунасивәтлиригә четлидиған нурғунлиған мәсилиләр күнтәртипкә кәлди.

у америкидики учришишлири үстидә тохталди вә «интайин үнүмлүк болғанлиқи» ни әскәртти.

ташқи ишлар министирлиқи мәслиһәтчиси үмит йалчинниң америка зийарити, пат арида әмәлгә ашуруш пилан қилинған йуқири дәриҗилик зийарәтләрниң тәййарлиқи болуш хусусийитигә игә, дәп қаралмақта.

игилинишичә, үмит йалчин учришишларда, мунасивәтлик даириләргә әнқәрәниң террорлуқ тәшкилати п к к ниң сүрийәдики гумаштиси п й д вә й п г ни америка йеңи һөкүмитиниң қоллимаслиқини вә фәтһуллаһ гүләнниң қайтурулуши мусаписиниң әһмийити тоғрисидики мәйданини йәткүзгән. булардин башқа, сүрийәдә бихәтәрлик райони қуруш қатарлиқ икки тәрәп мунасивәтлиригә мунасивәтлик нурғунлиған мәсилиләр муһакимә қилинған.

җумһур рәислик күллийәсиниң муавин баш катипи вә байанатчи ибраһим калин өткән һәптә бир телевизийә пирограммисида қилған сөзидә, америкилиқ мәсул әмәлдарлар билән мәзкур мәсилиләрни сөзлишишни давамлаштуридиғанлиқлирини әскәртип, мәслиһәтчи үмит йалчинниң америкиға баридиғанлиқини уқтурған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر