гүләнни қайтуруп келиш үчүн америкиға йеңи һөҗҗәтләр әвәтилди

түркийә 2016-йили 15-ийул һәрбий-сийасий өзгириш қозғашқа урунған фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң каттибеши фәтһуллаһ гүләнни қайтуруп келиш үчүн америкиға йеңи қошумчә һөҗҗәтләрни әвәтти.

661874
гүләнни қайтуруп келиш үчүн америкиға йеңи һөҗҗәтләр әвәтилди

түркийә авази радийоси хәвири: измир җумһурийәт баш тәптиш мәһкимиси мәхпий гуваһчиларниң һәрбий-сийасий өзгириш қозғаш һәрикитиниң шәхсән гүлән тәрипидин пилан қилинип тәстиқланғанлиқини өз ичигә алған етираплирини тәрҗимә қилип вә һөҗҗәтләштүрүп, қошумчә дәлил сүпитидә америка әдлийә министирлиқиға интернет һәмдә почта йоли билән әвәткән.

қәйт қилинишичә, «қозғун» кодлуқ мәхпий гуваһчи өз ипадисидә, һәрбий-сийасий өзгириш қозғаш һәрикитини пиланлиған кишиләрдин армийә ичидики имам адил өксүзниң, 2016-йили 12-ийул һәрикәт пиланини америкиға апирип, гүләнниң тәстиқини алғандин кейин, иҗра қилинғанлиқини ашкарилиған.

«шәпкә» кодлуқ мәхпий гуваһчи болса, һәрбий-сийасий өзгириш қозғаш пиланиниң гүләнниң йолйоруқ бериши астида пайтәхт әнқәрәдики бир дачида тәййарланғанлиқини вә адил өксүзниң америкиға апирип, гүләнгә тәстиқлатқузғанлиқини ейтип бәргән. «шәпкә» мунуларни ейтқан:

«измирдә һәрбий-сийасий өзгириш қозғашқа қарши чиқиш мумкинчилики болған вә бу сәвәбтин һоқуқидин елип ташлинидиған генералларниң тизимлики шундақла бу генералларни вәзиписидин елип ташлашқа мәсул хадимлар тизимликиниң бизгә йәткүзүлидиғанлиқи билдүрүлди. 2016-йили 13-ийул саәт 16:00 дә бизгә әвәтилгән учурда тизимлик йәткүзүлди, икки күн бурун һәрбий-сийасий өзгиришниң 15-ийулда болидиғанлиқини билдуқ.»

елинған мәлуматларға асасланғанда, америка тәрәп 15-ийул һәрбий-сийасий өзгириш қозғаш һәрикитиниң пиланлиғучилиридин бири болған адил өксүзниң америкиға барған-кәлгән вақитлириниң тизимликини тәләп қилған.

америкиға әвәтилгән йеңи испат һөҗҗәтлиридә, адил өксүзниң америкиға қайси вақитта берип-кәлгәнлики, айропиланниң сәпәр номурлиридин вә орун номурлириғичә болған учурлар орун алған болуп, бу арқилиқ америкиға қошумчә дәлил-испатлар әвәтилип, трамп дәвридә гүләнни қайтуруп келиш үчүн йеңи һәрикәт башланған болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر