террористларниң һуҗумида 3 әскәр шеһит болди

мардин – дийарбақир таш йолида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к тәрипидин йолға тузақ қуруп орунлаштуруп қойулған партлатқучниң һәрбий аптомобилниң өтүши җәрйанида партлиши нәтиҗисидә 3 әскәр шеһит болди.

589580
террористларниң һуҗумида 3 әскәр шеһит болди

түркийә авази радийоси хәвири: һуҗумдин кейин районда террористларни қолға чүшүрүш үчүн һәрбий һәрикәт башланди.

һаққариниң шәмдинли вә ванниң башқәлә наһийәсидә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к тәрипидин йолға тузақ қуруп орунлаштуруп қойулған партлатқучниң һәрбий аптомобилниң өтүши җәрйанида партлиши нәтиҗисидә 12 әскәр йариланди.

шәмдинли райондики һуҗумда 4, башқәлә райондики һуҗумда болса 8 әскәр йариланди.

әскәрләр дохтурханиларға орунлаштурулуш билән бир вақитта, районда кәң көләмлик һәрбий һәрикәт башланди.

бу арилиқта, түркийә армийәси йеқинқи бир һәптидин буйан дийарбақир, мардин вә битлистә елип барған зәрбә бериш һәрикәтлиридә 9 данә қорал - йарағ қачиланған аптомобилни пачақлап ташлиди һәмдә тонларчә бомбини қолға чүшүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر