чавушоғлу сүрийә вәзийити тоғрисида мәҗлистә мәлумат бериду

түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу бүгүн (16 – феврал) сүрийәдә йүз бериватқан мәсилиләр тоғрисида түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) дә мәлумат бериду.

433828
чавушоғлу сүрийә вәзийити тоғрисида мәҗлистә мәлумат бериду

түркийә авази радийоси хәвири: мәлум болушичә, җумһурийәт хәлқ партийәси (CHP) билән миллийәтчи һәрикәт партийәси (MHP) һөкүмәттин сүрийә вәзийити һәққидә мәлумат сориған. хәлқләрниң демократийәси партийәси (HDP) омумий йиғин чақириш тәклипини мәҗлис рәһбәрликигә сунған. буниңға қарита һөкүмәт ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуниң мәҗлис омумий кеңишидә мәлут беришини қарар қилди.

бүгүн 15:30 да башлинидиған мәлумат бериш йиғинида, сүрийәдә йүз бериватқан барлиқ өзгиришләр музакирә қилиниду. һәрқайси партийәләрниң гурупписи үчүн 10 минуттин сөз қилиш вақти берилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر