икки милйон 750 миң түркийә муһаҗири үчүн бир йиңилиқ

түркийәдә түнҗи қетим хәлқниң аваз белити ташлиши арқилиқ җумһур рәисни сайлаш сайлимиға 56 дөләттә турушлуқ 118 вакаләтханида сандуқ қурулиду.

85974
икки милйон 750 миң түркийә муһаҗири үчүн бир йиңилиқ

икки милйон 750 миң түркийә муһаҗири үчүн бир йиңилиқ
түркийәниң җумһур рәислик сайлимиға чәт әлләрдә турушлуқ түркийә пуқралири түнҗи қетим өзи туриватқан дөләттин биләт ташлийалайдиған болиду.
түркийәдә түнҗи қетим хәлқниң аваз белити ташлиши арқилиқ җумһур рәисни сайлаш сайлимиға 56 дөләтә турушлуқ 118 вакаләтханида сандуқ қурулиду.
чәт әлләрдә турушлуқ сайлиғучилар түркийәдики сайламлар башлиништин илгири 4 күн бойичә аваз белити ташлиса болиду. бирақ түркийә сайлам алий комитетиниң билдүришичә, сани 500 дин аз түркийә пуқраси болған дөләтләрдә сайлам сандуқи қурулмайду. сайлиғучи сани 500 дин йуқири болған 56 дөләттики вакаләтханилардила сандуқ қурулиду, чеграға келип аваз белити ташлаш ишлири илгирикигә охшаш давамлишивериду.
сайлиғучи сани көп болған дөләтләрдә болса, бир қанчилиған беләт ташлаш мәркизи қурулиду. мәсилән: германийәдә, 7, америкида 6 вә фирансийәдә 5 җайда биләт ташлаш мәркизи қурулиду.
чәт әлләрдә җәмий 2 милйон 750 миң 820 түркийә пуқраси аваз белити ташлайду. булардин 1 милйон 380 миң 903 киши германийәдә биләт ташлайду.

чәт әлләрдә турушлуқ сайлиғучилар үчүн түнҗи беләт ташлаш вақти 31 - ийулдин 3 – авғустқичә болуп бәлгиләнди. навада җумһур рәислик сайлими 2 – басқучқа қалидиған әһвал көрүлсә 17 – авғусттин 20 -авғустқичә тәкрар биләт ташлиса болиду. әмма нәтиҗә түркийәдә һесаблиниду.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر