05.02.2024

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2097607
05.02.2024

түркийә авази радийоси: «һөррийәт гезити»,  җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң ғазиантәптики шәһәр дохтурханисиниң ечилиш мурасимида сөз қилғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, рәҗәп таййип әрдоғанниң, «йәр тәврәшниң тәсиригә учриған шәһәрлиримизни, ул-әслиһәлири, шәһәр мәркизи вә йеза-қишлақлири билән бирликтә пүтүнләй әслигә кәлтүргичә дәм алмаймиз» дегәнлики қәйт қилинди.

 «сабаһ гезити», түркийә мәркизий банкасиниң башлиқлиқ вәзиписигә тәйинләнгән фатиһ қараханниң пул пахаллиқи үстидә тохталғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, фатиһ қараханниң, «пул пахаллиқи нишанимизға уйғун сәвийәләргә чүшкичә керәклик пул сийаситини қәтий һалда йолға қойимиз» дегәнлики билдүрүлди.

«хәбәр түрк гезити», сода министирлиқи йанвар (2024) да 45 вилайәтниң експортини ашурғанлиқини елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, истанбулниң йанвар ейида җәмий 4 милйард 330 милйон долларлиқ експорт һәҗимини әмәлгә ашурғанлиқи билдүрүлди.

«стар гезити», таҗикистанниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси әшрәфҗон гуловниң, «таҗикистан болупму, алтун, алйумин вә башқа минералларниң чиқирилиши, пахта пишшиқлап ишләш қатарлиқ саһәләрдә дост дөләт түркийә билән бирликтә карханиларни қурушни нишан қилмақта» дегәнликини хәвәр қилди.

«вәтән гезити», түркийәниң тунҗи аләм учқучиси алпәр гәзәравҗи йәр шариға қайтиши йәнә бир қетим кечиктүрүлгәндин кейин, екс (X) адресида учур һәмбәһрләп, «аләм сәпиримдә қилған тәҗрибә-синақлирим билән дөлитимизниң билим вә технологийә саһәсидә қолға кәлтүргән илгириләшлиригә һәссә қошуш үчүн дөлитимгә қайтишни төт көз билән күтүватимән» дегәнликини хәвәр қилди.             


خەتكۈچ: #вәтән , #сабаһ

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر