13.05.2024

бүгүнки түркийә мәтбуатида орун алған бәзи муһим хәвәрләрниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2138673
13.05.2024

түркийә авази радийоси: «һүррийәт» гезити: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң гиретсийәниң «катемерини» гезитиниң түркийә-гиретсийә мунасивити һәққидики соаллириға җаваб бәргәнликини хәвәр қилди.

гезитниң хәвиридә көрситилишичә, әрдоған сақлиниватқан мәсилиләрни һәл қилиш йолида қәдәмләрниң муһимлиқини тәкитләп: «икки дөләтниң икки тамниң арисиға сиқиштурулмақчи болған мунасивитиниң йолини раванлаштуруп, бир тәрәплимә қарашлар билән безәлгән бу тамларни чеқиветиш бизниң қолимизда. биз мәңгүлүк тинчлиқ орнитиш үчүн тиришимиз» дегән.

«стар» гезити: белгийә шаһзадиси лаурентниң <җумһур рәис әрдоғанниң түркийәни дунйаниң мудапиә санаитидики әң мунәввәр дөләтлири қатариға киргүзгәнлики>ни билдүрүп: «әрдоған әпәнди һазир дунйаниң әң йахшилири қатариға киргән қорал санаитини тәрәққий қилдурди. шималий атлантик әһди тәшкилати — нато баш катипи йенс столтенбергму түркийәниң утуқлириға йоқири баһа беридиғанлиқини билдүрди. түркийәниң йошурун күчи зор. түркийә йәнә бизгә өзимизни қандақ тәрәққий қилдуралайдиғанлиқимизни көрситип берәләйдиған бир дөләт. мән йавропаниң башқа дөләтләрдин өгинидиған нәрсилири бар, дәп қараймән» дегәнликини йазди.

«сабаһ» гезити: түркийәниң 1-айдин 4-айғичә болған җәрйандики һәсәл експортиниң 11 милйон 477 миң 245 долларға йәткәнликини؛ америка, германийә вә испанийәниң тәртипи бойичә әң көп һәсәл експорт қилинған үч дөләт болғанлиқини хәвәр қилди.

«вәтән» гезити: анталйаниң бу йил 418и 5 йултузлуқ болуп, җәмий 812 меһманханисида меһманлирини күтүвеливатқанлиқини йазди.

гезитниң хәвиридә көрситилишичә, бултур 16 милйондин артуқ чәт әллик сайаһәтчи зийарәт қилған вә бу йилму йеңи рекортларни йаритиватқан анталйа, сүпәтлик паалийәтләр өткүзүлүватқан меһмансарайлири билән алаһидә көзгә челиқмақта икән. шәһәрдә 418 и 5 йултузлуқ, 218 си 4 йултузлуқ меһманхана билән 46 данә 5 вә 4 йултузлуқ тәтил йезиси бар икән.

«хабәртүрк» гезити: дөләтлик оқйа етиш маһири мәтә газозниң германийәниң ессен шәһирдә өткүзүлгән чемпийонлуқни талишиш мусабиқисиниң һәл қилғуч мусабиқисидә, силовенийәлик рәқиби ден хабҗан малавасични 0 гә қарши 6 нәтиҗә билән йеңивалғанлиқини йазди.

хәвәрдә көрситилишичә, 2020-йили олимпик, 2023-йили дунйа чемпийонлуқиға еришкән миллий тәнһәрикәтчи, кәспий һайатида тунҗи қетим йавропа чемпийони болған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر