24.05.2024

бүгүнки түркийә мәтбуатида орун алған бәзи муһим хәвәрләрниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2143637
24.05.2024

түркийә авази радийоси: «хабәртүрк» гезити: дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири хақан фиданниң түнүгүн йавропа иттипақиниң қошнидарчилиқ вә кеңийиш ишлириға мәсул комиссари оливер вархели билән өткүзгән қошма мухбирларни күтүвелиш йиғинида, түркийәниң йавропа иттипақи әзалиқ мусаписи тоғрисида тохтилип: «түркийә пәқәт йавропа иттипақиғила әмәс, бәлки йавропа иттипақи әтрапидики барлиқ иттипақларға күч қошиду. биз һәр даим йавропа иттипақи билән болған мунасивитимизни илгири сүрүшни халаймиз» дегәнликини йазди.

«һүррийәт» гезити: йавропа иттипақиниң қошнидарчилиқ вә кеңийиш ишлириға мәсул комиссари оливер вархелиниң түнүгүн пайтәхт әнқәрәдә министир фидан билән қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзгәнликини йазди.

хәвәрдә көрситилишичә, вархели түркийә билән йавропа иттипақи оттурисидики содиниң рекортни бузғанлиқини тилға елип: «өткән йили биз сода миқдари җәһәттә рекорт йараттуқ؛ сода миқдаримиз 200 милйард йавродин ешип кәтти» дегән.

«вәтән» гезити: түркийәниң иран пирезиденти ибраһим рәисиниң тик учари чүшүп кәткән җайни тепишиниң шивейтсарийәниң мәтбуатлирида ғулғула қозғиғанлиқини йазди.

хәвәрдә көрситилишичә, шивийетсарийәниң «Neue Zürcher Zeitung» гезити бу һәқтики хәвиридә: «түркийә учқучисиз һава аппарати ишләпчиқириш иқтидариниң қанчилик йуқири икәнликини дунйаға йәнә бир қетим намайан қилди» дегән ибариләргә орун бәргән.

«сабаһ» гезити: түркийә җумһурийити енергийә вә тәбиий байлиқлар министири алпарслан байрақтарниң түркийәниң қара деңиздики бурғилаш паалийити тоғрисида байанат елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

гезитниң хәвиридә көрситилишичә, министир байрақтар өзлириниң йеңи байқашларға қарап илгириләватқанлиқлирини тилға елип: «фатиһ бурғилаш парахотимиз сакарийа тәбиий газлиқидики гөктәпә-2 намлиқ қудуқта бурғилаш мәшғулатини башлиди» дегән.

«стар» гезити: түркийә җумһурийити мәдәнийәт вә сайаһәт ишлири министири мәһмәт әрсойниң түркийәниң гастрономийә сайаһити тоғрисида тохтилип: «түрк таамлири һәм тәм һәм чоңқурлуққа игә бир хәзинә. нәччә әсирлик учур вә тәҗрибә алмаштурушниң мәһсули болған есил таамлиримиз, тарихий мусапидә көп хиллишип, өзгичә тәмлири билән бүгүнгә қәдәр сақлинип кәлди. бу өзгичә хәзинини өзигә лайиқ шәкилдә тонуштуруш бизниң алдинқи қатардики ишимиз» дегәнликини оқурмәнлири билән ортақлашти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر