14.05.2024

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

2139237
14.05.2024

түркийә авази радийоси:«‹һөррийәт› гезити», дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң пайтәхт әнқәрәдә гиретсийә баш министири керийакос мичотакисни қобул қилғанлиқини, әрдоғанниң учришиштин кейин өткүзүлгән қошма ахбарат елан қилиш йиғинида мундақ дегәнликини йазди:

«учришишимиз интайин мувәппәқийәтлик өтти, икки дөләт оттурисидики сақлиниватқан мәсилиләрни дийалог арқилиқ һәл қилимиз.»

гиретсийә баш министири керийакос мичотакис мундақ деди:

«гиретсийә түркийәниң йавропа иттипақиға әза болуш мусаписини қоллимақта.»

«‹йеңи шәпәқ› гезити», дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң һамасни «террорлуқ тәшкилати» дегән гиретсийә баш министири керийакос мичотакисқа мундақ җаваб қайтурғанлиқини  оқурмәнлири билән ортақлашти:

«һамас терторлуқ тәшкилати әмәс, әксичә өз земинини қоғдаш йолида күрәш қиливатқан тиркишиш тәшкилатидур. дәрвәқә, һамасниң миңдин артуқ әзаси түркийәдә давалиниватиду.»

«‹ситар› гезити», тунис вә османли империйәси тарихиға мунасивәтлик әсәрлири билән тонулған тунислиқ тарихчи пирофессор доктор абдулҗәлил тәмиминиң түркийә җумһурийити  җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң өзгичә бир рәһбәр икәнликини тәкитләп мундақ дегәнликини хәвәр қилди:

«әрдоған түркийә вә ислам дунйасиниң иптихари. әгәр кишиләр әрдоғанниң пикирлири вә нәзәрийәлириниң қиммитини билсә, толиму һаң – таң қалатти.»

«‹хәвәр түрк› гезити», «түркийәниң иқтисадий пирограммисиға болған ишәнч күнсери күчийиватиду» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

түркийәниң һәм иқтисадий пирограммисиға болған ишәнч һәм ташқи мәбләғ йүрүштүрүштики еришишчанлиқи күнсери күчийиватиду.

түркийә хәзинә вә малийә министири мәһмәт шимшәк түркийәниң ташқи перевот записиниң ешишишиға әгишип чәт әл мәбләғ йүрүштүрүштики еришишчанлиқиниңму изчил ашидиғанлиқини байан қилди.

«‹сабаһ› гезити», түрк таамлириниң дунйадики әң ләззәтлик таамларни бир йәргә җәм қилғанлиқини оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

гезитниң хәвиридә көрситилишичә,  дунйадики мәззилик таамларни рәткә тизидиған тор сайаһәт йетәкчиси гуруһи  (Taste Atlas) рай синаш нәтиҗисидә «әң йахши сандвич тизимлики» ни елан қилған. түрк ләззәтлиридин йәнә бири болған «томбик дөнәр»  бу тизимликниң әң алдинқи қатаридин орун алған. шундақла, түркийәдин башқа ләззәтләрму бу тизимликниң алдинқи 20 қатаридин орун алған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر