27.03.2023

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1965482
27.03.2023

 түркийә авази радийоси: «ситар» гезити: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң «нишанимиз бир йил ичидә  319 миң муәссәсә вә аммиви сода орунлирини өз ичигә алған 650 миң туралғу бәрпа қилип, йәр тәврәш районини қайта гүлләндүрүштур» дегән сөзлирини оқурмәнлири билән ортақлашти.

«хәвәр түрк» гезити: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң түркийә хәлқиниң бирлик, баравәрлик вә қериндашлиқ хусусийәтлириниң қанчилик дәриҗидиә  күчлүк икәнликини йеқинда йүз бәргән йәр тәврәш апитидә йәнә бир қетим көргәнликлирини алаһидә тәкитләп «хәлқара йардәмләрни, болупму достанә вә қериндаш дөләтләрниң йардәмлирини һәргиз унтуп қалмаймиз» дегәнликини йазди.

«һөрийәт» гезити: муһит асраш, шәһәр - базарлаштуруш вә килимат өзгириши ишлири министири мурат қурумниң муну сөзлирини оқурмәнлириниң диққитигә сунди: «һазирға қәдәр йәр тәврәш районидики 53 миң 830 туралғу қурулушини ишқа кириштүрдуқ. буниңдин 22 миң 467 туралғуниң қурулушини башлидуқ. 11 вилайитимизни қайта қуруш, қайта гүлләндүрүш арқилиқ йеңичә шәһәрләрни бәрпа қилимиз.»

«йеңи шәпәқ» гезити: ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлуниң  бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонйо гутеррес билән телефонда көрүшкәнликини хәвәр қилди.

түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, гутеррес билән чавушоғлуниң телефон сөһбитидә «нөл ташландуқ» тәшәббуси вә истанбул ашлиқ келишими тоғрисида музакирә елип берилған.

«вәтән» гезити: түркийә  диний ишлар идарисиниң башлиқи әли әрбашниң данийәдә йүз бәргән муқәддәс қуран кәрим вә түркийә байриқиға һуҗум қилиш вәқәси һәққидә данийәликләргә мундақ чақириқта болғанлиқини оқурмәнлири билән ортақлашти:

и данийәликләр! нурғун кишиләр қуран кәрим сайисида йаманлиқтин йирақлишип йахшилардин болуп кәтти. түркийә байриқиму униң үчүн шеһит болғанларниң қениниң рәңги билән бойалғандур. келиңлар, қуран кәримни оқуш вә түркийә  байриқини тонуш арқилиқ роһи дунйайиңлардики йаманлиқларға әң чоң җавабни бериңлар.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر