17.09.2014

түркийә мәтбуатлирида бүгүн: 17.09.2014

128522
17.09.2014

йеңи шәпәқ гезити «давутоғлу қибрис мәсилисидә байанат бәрди» сәрләвһилик хәвиридә мунуларни нәқил қилди: «баш министирлик салаһийити билән тунҗи қетим шималий қибрс түрк җумһурийитигә барған әһмәт давутоғлу, шималий қибрис түрк җумһурийити билән қибрис рум тәрипи оттурисида давамлишиватқан музакириләр үстидә тохталди. давутоғлу мундақ деди: мән бу йәрдин гиретсийә баш министирини шуниңға чақиримән, һөрмәтлик самарас қибрис музакирлири даирисидә бирликтә тинчлиқ бәрпа қилайли, оттура шәрқниң вәзийити наһайити кәскин боливатқан бу күнләрдә, биз тинчлиқ бәрпа қилиш арқилиқ һәммигә үлгә болайли. һөрмәтлик анастарсийадис буни қилалмиса, қилалмайдиғанлиқини десун, мән буларни демәкчимән.»
радикал гезити «нуман куртулмуш: ирақ шам ислам дөлити тәшкилати сәвәб әмәс нәтиҗидур» сәрләвһилик хәвиридә мунуларни нәқил кәлтүрди: «мәлум бир телевизийә қанлида күнтәртипки мәсилиләр үстидә тохталған муавин баш министир нуман куртулмуш мундақ деди: ирақ шам ислам дөлити тәшкилатини оттуриға чиқарған сәвәбләр йоқ қилинмай туруп, узун муддәтлик тинчлиқ бәрпа қилиниши һәқиқәтән мүшкүл. куртулмуш сөзлирини мундақ давам қилди: болупму сүрийә вә ирақниң нөвәттики вәзийити йахшиланмай туруп бу районда узун муддәтлик тинчлиқ бәрпа қилиш тәс. әң қийин әһвалда болған түркийәниң 49 нәпәр пуқраси һазир ирақ шам ислам дөлити тәшкилатиниң қолида. биз тикән үстидә туруватимиз. миң қетим ойлап бир қетим қәдәм ташлаватимиз, ирақ шам ислам дөлити тәшкилатиға қарши шәкилләнгән бирләшмидики һечқандақ бир дөләт, ирақ шам ислам дөлити тәшкилатиниң тәһдети билән чегридаш әмәс, райондики өзгиришләр шу қәдәр тез тәрққий қилип меңиватидуки, бәлки ирақ шам ислам дөлити тәшкилати қисқа муддәттин кейин кейин түркийәниң чегрилириға орунлишиши мумкин.»
ватан гезити «йавропа бойичә әң тез тәрәққий қиливатқан дөләтмиз» сәрләвһилик хәвиридә мунуларни нәқил қилди:« муавин баш министир әли бабаҗан истанбулда давмлишиватқан 5-нөвәтлик пул-муамилә алий дәриҗиликләр йиғинда сөз қилди: түркийәниң иқтисади киризистин илгири елип барған ислаһатлири вә ташлиған қәдәмлири иқтисадимизни ташқи хәвпләргә қарши техиму күчлүк қилди. кирзис партлиғанда бу киризстин әң тез сүрәттә қутулуп қалған дөләт биз болдуқ. бир нәччә йилға қалмай йуқири киримлик дөләт салаһийитигә игә дөләтләр қатариға киримиз. тәрәққий қиливатқан дөләтләр арисида йавропа бойичә нәтиҗиси әң йахши дөләт түркийә. йавропа бойичә әң тез тәрәққий қилған дөләт болса йәнила түркийә. бу йилму мушундақ болидиғанлиқиға ишинимиз.»
сабаһ гезити «миллий маарип министирлики дәрстин сиртқи паалийәтләр үчүн һәрикәткә өтти» сәрләвһилик хәвиридә мунуларни нәқил кәлтүрди: «миллий маарип министирлики оқуғучиларниң дәрстин сиртқи вақитларда, җисманий, мәдәнийәт-сәнәт вә илмий паалийәтләргә қатнишиши үчүн һәрикәткә өтти. паалийәтләр арисида изчилиқ, боксийор, рәсим, музика, бали, опера, һәйкәлтарашлиқ, шаһмат, модел айрупилан болуп һәр хил паалийәтләр орун алиду. миллий маарип министирлики мәсуллири дәрстин сиртқи паалийәтлирини елип бериш арқилиқ оқуғучиларни семизликтин йирақлаштурушни, комийутер, интернет вә зәһәрлик чекимликкә хумар болуп қелиштин сақлап қелишни мәқсәт қилғанлиқлирини билдүрүшти.»
һүррийәт гезити: «истанбулда лейди гага һайаҗини» сәрләвһилик хәвиридә мунуларни нәқил қилди: «түнүгүн кәчтә өткүзүлгән консерт вақти үчүн чүш вақтилардин башлап лейди гага һәвәскарлириниң узун өчрәт шәкилләндүрди, консерт саитиниң йеқинлишиши билән зал лиқ толди. тәхминән 2 саәт сәһнәдә ойун қойған лейди гага, консерттта һәвәскарлириға, истанбул сени йахши көримән, дәп салам бәрди.»


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر