шәвкәт мирзийайевниң вәзипә өтәш муддити йәттә йил узарди

өзбекистанда муддәттин бурун өткүзүлгән пирезидентлиқ сайлиминиң нәтиҗилиригә асасланғанда, либерал демократ партийәсиниң намзати шәвкәт мирзийайев %87.05 авазға еришип қайтидин пирезидентлиққа сайланған.

2009148
шәвкәт мирзийайевниң вәзипә өтәш муддити йәттә йил узарди

түркийә авази радийоси хәвири: өзбекистанда муддәттин бурун өткүзүлгән пирезидентлиқ сайлиминиң нәтиҗилиригә асасланғанда, либерал демократ партийәсиниң намзати шәвкәт мирзийайев %87.05 авазға еришип қайтидин пирезидентлиққа сайланған вә бу сайлам билән униң вәзипә өтәш муддити йәнә йәттә йил узарған.

өзбекистанда 30-апрел өткүзүлгән рефенрандумда асасий қанунға өзгәртиш қобул қилинған болуп, түнүгүн (9-ийул) муддәттин бурун пирезидентлиқ сайлими өткүзүлди.

сайламда, парламентниң төвән қанити болған қанун чиқириш мәҗлисидики бәш партийә намзат көрсәткән төт киши өзара риқабәтләшти.

мәркизий сайлам комитетиниң башлиқи зәйниддин низамхоҗайев ахбарат елан қилиш йиғинида, һазирқи пирезидент шәвкәт мирзийайевниң демократийә пиринсиплириға, дөләт қануни вә хәлқаралиқ қанунларға уйғун һалда %87.05 авазға еришип, қайтидин пирезидентлққа сайланғанлиқини билдүрди.

у 15 милйон 651 миң 405 сайлиғучиниң аваз ташлиғанлиқини, бу санниң тизимға елинған сайлиғучиларниң %79.88 ни игиләйдиғанлиқини қәйт қилди.

у хәлқ демократ партийәсиниң намзати улуғбек инойатовниң %4.02 авазға, өзбекистан екологийә партийәсиниң намзати абдушукүр һамзайевниң %3.74 авазға, адаләт вә сотсийал демократ партийәсиниң намзати роба муһәммәдовниң %4.43 авазға еришкәнликини билдүрди.

у ахирида, һазирғичә сайламда сайламға хилап һечқандақ әрз-шикайәтләрниң билдүрүлмигәнликини қошумчә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر