нуман қуртулмуш ташкәнттә рәсмий зийарәттә болмақта

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) башлиқи нуман қуртулмуш өзбекистанниң пайтәхти ташкәнттә рәсмий дөләт ишлири зийаритидә болмақта.

2142603
нуман қуртулмуш ташкәнттә рәсмий зийарәттә болмақта

түркийә авази радийоси хәвири: нуман қуртулмуш ташкәнт хәлқара айродурумида өзбекистан алий кеңиши қанун чиқириш мәҗлисиниң рәиси нурдинҗан исмайилов вә түркийәниң ташкәнттики баш әлчиси олган бәкар қатарлиқ алақидар мәсуллар тәрипидин қарши елинди.

қуртулмуш зийарәт даирисидә, өзбекистан алий кеңиши қанун чиқириш мәҗлисиниң рәиси нурдинҗан исмайилов вә өзбекистан алий кеңәш палатаси рәиси танзила нарбайева билән көрүшиду.

қуртулмуш өзбекистан пирезиденти шәвкәт мирзайев тәрипидинму қобул қилиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر