ишғалийәт астидики 4 йеза – кәнт әзәрбәйҗанға қайтуруп берилди
әрменийәниң газаһ шәһиридә ишғалийәт астидики 4 йеза – кәнт әзәрбәйҗанға қайтуруп берилди.
2143708
![ишғалийәт астидики 4 йеза – кәнт әзәрбәйҗанға қайтуруп берилди](http://cdn.trt.net.tr/images/xlarge/rectangle/fdb9/67bb/4226/66503a197b7b4.jpg?time=1718965174)
түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан билән әрменийә оттурисида дөләт чеграсини бекитиш комитети йиғинлири даирисидә, 4 йеза – кәнтниң әзәрбәйҗанға қайтуруп берилиш басқучи тамамланди.
әзәрбәйҗан баш министирлиқ мәһкимиси тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта, мундақ дейилди:
«дөләт чеграсини бекитиш хизмәтлири нәтиҗисидә, узунлуқи 12.7 километир келидиған чегра линийәси бекитилип, ишғалийәт астидики 4 йеза – кәнт әзәрбәйҗанға қайтуруп берилди.
дөләт чеграсини бекитиш комитетиниң 8 – нөвәтлик йиғинидин кейин, 4- айниң 19- күни келишим имзалинип йеза–кәнтләрни әзәрбәйҗанға қайтуруп бериш хизмәтлири башланғаниди.