иран билән әзәрбәйҗан бир - биригә ултиматом тапшурди

әзәрбәйҗан ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси айхан һаҗизадә иранниң әзәрбәйҗанға, әзәрбәйҗанниң иранға ултиматом тапшурғанлиқини уқтурди.

1969363
иран билән әзәрбәйҗан бир - биригә ултиматом тапшурди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси айхан һаҗизадә иранниң әзәрбәйҗанға «иранға қарши тарқитишларниң алдини елиш» тоғрисида ултиматом тапшурғанлиқини, әзәрбәйҗанниңму охшаш сәвәб билән иранға җаваб қайтурғанлиқини уқтурди.

әзәрбәйҗан ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси һаҗизадә йазма байанат елан қилип, иран ултиматом тапшурғандин кейин, бу дөләтниң бакуда турушлуқ баш әлчиси аббас мусәвиниң министирлиққа чақиртилғанлиқини билдүрди.

мусәвигә иранниң ултиматомидики әзәрбәйҗан мәтбуатлириға мунасивәтлик мәсилиләрниң обйектип әмәсликиниң хатирилитип өтүлгәнликини тилға алған һаҗизадә, иран баш әлчисигә әзәрбәйҗанниң җаваб ултиматомидин башқа, иран мәтбуатлирида чиққан әзәрбәйҗанға қарши бир қисим мақалиләрниң тизимликиниңму берилгәнликини тәкитлиди.

у әзәрбәйҗанға қарши йалған вә қара чаплаш маһийитидики мақалиләрни елан қилишниң иран мәтбуатлириниң адитигә айлинип қалғанлиқи, иран даирилириниң әмәлийәттин йирақ байанатлириниң икки дөләт мунасивитигә зийан йәткүзүп, ихтилапни техиму чоңқурлаштурувәткәнлики қатарлиқ мәсилиләрниңму баш әлчи мусәвигә йәткүзүлгәнликини әскәртти.

икки дөләт оттурисидики ихтилапниң изчил һалда иранниң бир тәрәплимә позитсийәси вә ташлиған қәдәмлирини арқа көрүнүш қилидиғанлиқиға ишарәт қилған һаҗизадә, иранниң әзәрбәйҗанниң йахши нийәтлик қәдәмлиригә иҗабий инкас қайтурмиғанлиқини қәйт қилди.

у иран мәтбуатлиридики әзәрбәйҗанға қарши йалған вә бир тәрәплимә нәшр буйумлириниң алдини елиш үчүн муһим тәдбирләрни елишниң зөрүрлүкини баш әлчи мусәвигә йәткүзүлгәнликини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر