әзәрбәйҗанда «қарабағ зәпири» ниң 2 – йиллиқи тәбрикләнмәктә

әзәрбәйҗанниң пайтәхти бакуда «қарабағ зәпири» ниң 2 – йиллиқини тәбрикләш паалийәтлири өткүзүлмәктә.

1903611
әзәрбәйҗанда «қарабағ зәпири» ниң 2 – йиллиқи тәбрикләнмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: пайтәхт бакуниң охшимиған районлиридики «зәпәр күни» ни тәбрикләш паалийәтлиригә һәрбий толуқ оттура мәктәп оқуғучилири вә қарабағ уруши ғазилириму қатнашмақта.

әзәрбәйҗан армийәси, буниңдин 2 йил илгири бүгүнки күндә қарабағниң символлуқ шәһири болған шашани ишғалдин азад қилди.

2020 – йили 27 – сентәбир күни башланған азадлиқ һәрикити уда 44 күн давамлашти вә бу җәрйанда 300 дин артуқ олтурақ райони ишғалдин азад қилинди.

әзәрбәйҗан армийәсиниң шуша шәһиригә кириши, әрменийә армийәсиниң мәғлуб болушиға сәвәб болди. шуниң билән, әрменийә, 2020 – йили 10 – нойабир күни мәғлубийитини қобул қилип, ағдам, кәлбәҗәр вә лачин вилайәтлиридики қисимлириниму чекиндүрүшкә вәдә берип, байаннамигә имза қойди.

әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев, уруш ахирлашқан 10 – нойабир мустапа камал ататүрк вапат болған күн болғанлиқи үчүн, шуша шәһири азад қилинған 8 – нойабирни «зәпәр күни» елан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر