әрмәнләр лачин шәһирини от қойувәткән һалда тәрк әтмәктә

әрмәнләр мушу айниң ахирлири әзәрбәйҗанниң контроллуқиға өтидиған лачиндики өйләр вә орман районлирини от қойувәткән һалда шәһәрни тәрк әтмәктә.

1869476
әрмәнләр лачин шәһирини от қойувәткән һалда тәрк әтмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: мушу айниң ахирлири әзәрбәйҗанниң контроллуқиға өтидиған лачинға қанунсиз һалда олтурақлашқан әрмәнләр, өткүзүп бериш муддити тошуштин бурун шәһәргә зийан йәткүзүшни давамлаштурмақта.

райондики әрмәнләр биналар, орманлиқларға от қойувәткән һалда лачин шәһирини тәрк әтмәктә.

әрмән көчмәнләрниң өй – маканларға от қойувәткәнлики вә әтрапқа зийан салғанлиқиға даир нурғун көрүнүшләр, аммиви таратқуларда наһайити тез тарқилип, қаттиқ наразилиқ қозғиди.

әзәрбәйҗан, әрменийә вә русийә оттурисида 2020 – йили 10 – нойабир күни имзаланған «үч тәрәплик байаннамә» гә асасән, қарабағда лачин вә әтрапидики бәзи йезиларда йашаватқан әрмәнләр, авғуст ейиниң ахирлири қанунсиз олтурақлашқан райондин айрилиду вә шәһәр әзәрбәйҗанниң контроллуқиға өтиду.

2020 – йили ишғалдин азад қилинған лачин вә әтрапидики йезиларда оттура шәрқ районидин барған нурғун көчмәнләрму қанунсиз һалда йашимақта.

көчмәнләр вә райондики русийә қисимлириму мушу айниң ахирлириғичә шәһәрдин айрилиду.

йәнә бир тәрәптин,  лачин әтрапидики йол қурулушиниң муһим бир қисминиң тамамлиниши билән әзәрбәйҗанниң шәһәрни контирол  қилиши үчүн тәтүр санақ башланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر