түркийә: аһиска түрклиригә давамлиқ йардәм беримиз

түркийә аһиска түрклирини қоллаш вә уларға йардәм беришни үзлүксиз давамлаштуридиғанлиқини билдүрди.

1527739
түркийә: аһиска түрклиригә давамлиқ йардәм беримиз

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң, аһиска түрклириниң ана вәтини аһискадин сүргүн қилинғанлиқиниң 76 – йиллиқи мунасивити билән елан қилған йазма байанатида, тәхминән 100 миң аһиска түрки қериндашниң, 1944 – йили 14 – нойабир күни, ана вәтини гирузийәниң аһиска районидин сабиқ совет иттипақиниң йирақ җайлириға сүргүн қилинғанлиқи әскәртилиш билән бир вақитта, америка қошма иштатлиридин тартип қирғизистанға қәдәр созулидиған кәң терротерийәдә, дунйаниң һәрқайси җайлиридики охшимиған 9 дөләткә тарқап кәткән 500 миңдәк аһиска түркиниң, улар дуч кәлгән дәрд – әләмләр һәм бирлик болушниң әһмийитиниң һечқачан унтулмиғанлиқи؛ аһиска түрклириниң, узун йиллар мабәйнидә шәрт – шараитларниң қаттиқ начар болушиға қаримай кимликини сақлап қалғанлиқи, мәдәнийәт мираслирини йеңи әвладларға йәткүзгәнлики тәкитлинип мундақ дейилди: «һазирғичә болғинидәк, буниңдин кейинму аһиска түрклириниң ана вәтинигә қайтиш басқучини йеқиндин көзитиш вә бу қериндашлиримизни қоллаш һәм уларға тегишлик йардәмләрни беришни үзлүксиз давамлаштуримиз. әр - айал, қери - йаш вә нарисидә балилар  демәстин сүргүн қилинған аһиска түрки қериндашлиримизниң дәрд – әләмлирини ортақлишимиз. аһиска түрклириниң ана вәтинидин сүргүн қилинғанлиқиниң 76 – йиллиқи мунасивити билән, сүргүн давамида һайатидин айрилғанларни һөрмәт вә аллаһ таала рәһмәт тиләш билән йад етимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر