қазақистанда айропилан чүшүп кетип нурғун адәм өлди

қазақистанда бир йолучилар айропилани қозғилиш җәрйанида чүшүп кетип 14 адәм һайатидин айрилди.

1330310
қазақистанда айропилан чүшүп кетип нурғун адәм өлди

түркийә авази радийоси хәвири:  қазақистан җиддий әһвалларға тақабил туруш комитетиниң билдүрүшичә, 95 йолучи билән 5 кишилик хадим олтурған, алмута – нурсултан ариқилида қатнаватқан  Bek Air  һава йоллири ширкитигә аит йолучилар айропилани қозғилиш җәрйанида туралғуларниң үстигә чүшүп кәткән, қазада 14 йолучи җенидин айрилған, 30 йолучи йариланған, вәқәдин кейин нәқ мәйданда издәш - қутқузуш паалийәтлири башланған.

қазақистан санаәт вә ул әслиһә қурулушлирини тәрәққий қилдуруш министирлиқиниң билдүрүшичә, қазаниң сәвәби тәкшүрүп бир тәрәп қилинғанға қәдәр  Bek Air  һава йоллири ширкитиниң паалийәтлири тохтитилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر