л. мутәллипниң нәврә туғқини пирофессор доктор сәйфуллаһ абдуллайив билән сөһбәт

лутфулла мутәллипниң нәврә туғқини пирофессор доктор сәйфуллаһ абдуллайив әпәнди билән өткүзүлгән л. мутәллип вә қирғизистандики уйғурларниң ана тилини қоғдаш мәслисигә алақидар видеолуқ сөһбәт.

715621
л. мутәллипниң нәврә туғқини пирофессор доктор сәйфуллаһ абдуллайив билән сөһбәт

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә һәмкарлиқ вә кординатсийә агентлиқи«TİKA», түрк тили тәтқиқат идариси «TDK», хәлқара түрк күлтүр тәшкилати «TÜRKSOY» б д т илим - пән, маарип вә мәдәнийәт тәшкилати «UNESCO»ниң түркийә комитети, әһмәд йәсәви университети вә әнқәрә шәһәрлик һөкүмитиниң һәмкарлиқида ғази универиситети  тәрипидин мәрһум пирофессор доктор мәһмәт фуад көпрүлүни хатириләш мунасивити билән, 2017-йили 17-априлдин 18–априлғичә өткүзүлгән 2–нөвәтлик хәлқара түрк тили вә әдәбийати лексийә йиғиниға уйғур академикларму тәклип билән қатнашти. 

мимар камалиддин йиғин залида өткүзүлгән ечилиш мурасимида, мәсулларниң ечилиш нутуқлиридин кейин, қирғизистандин кәлгән уйғур пирофессор сәйфуллаһ абдуллайив әпәнди «қирғизистанда уйғур тилиниң ана тил сүпитидә оқутулишида көрүлүватқан мәсилиләр вә һәл қилиш чарилири» темилиқ илмий доклатини сунуп қизғин алқишқа еришти.

мухбиримиз мәрһум от йүрәк шаир лутфулла мутәллипниң нәврә туғқини шундақла қирғизистан иссиқ көл дөләт университети етник күлтүр тәтқиқат мәкизий филологийә мутәхәссиси пирофессор доктор сәйфуллаһ абдуллайив әпәндини зийарәт қилип, мәхсус сөһбәт өткүзди.

йуқириқи улиништин лутфулла мутәллипниң нәврә туғқини пирофессор доктор сәйфуллаһ абдуллайив әпәнди билән өткүзгән «л. мутәллип вә қирғизистандики уйғурларниң ана тилини қоғдаш мәслисигә алақидар видеолуқ сөһбитимизни көрәләйсиләр.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر